исраилийә әскәрлири намайиш өткүзгән пәләстинликләрни йариландурди

исраилийә әскәрлириниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики намайишларға мудахилә қилиши җәрйанида журналистларниму өз ичигә алған көп санда пәләстинлик йариланди.

684645
исраилийә әскәрлири намайиш өткүзгән пәләстинликләрни йариландурди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә әскәрлири рамаллаһ әтрапидики нәби салиһ, бәлин вә налин йезилири, наблусниң ғәрбигә җайлашқан кәфр қәддум районидики йәһудий олтурақ мәһәллилири һәмдә айримчилиқ темиға қарши өткүзүлгән намайишларға йаш ақузуш вә аваз бомбилири арқилиқ мудахилә қилди.

вәқәләрни көзәткән пәләстин дөләтлик телевизийә истансилириниң фото сүрәт мухбири әһмәд шавир әскәрләрниң мудахилиси җәрйанида йариланди, арқидин балнесқа орунлаштурулди.

нәби салиһ йезисида болса намайишчиларға тосалғу болмақчи болған йәһудий көчмәнләр журналистларниму өз ичигә алған онларчә пәләстинликни урди, һәмдә чоң йолни тақивелип, пуқраларға аваричилиқ туғруди вә аптомобилларға һуҗум қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر