канадалиқ бирмусулман бала тайақ зәрбисидин өлгили тас қалди

канаданиң хамилтон шәһиридә йашайдиған 15 йашлиқ бир мусулман толуқ оттура оқуғучиси икки кишидин еғир тайақ йиди.

622280
канадалиқ бирмусулман бала тайақ зәрбисидин өлгили тас қалди

түркийә авази радийоси хәвири: канаданиң хамилтон шәһиридә мусулман бир бала еғир тайақ йиди. хамилтон сақчи даирилири елан қилған мәлуматларға асасланғанда, сәккиз пәрзәнтлик әсли пакистанлиқ аилиниң бир әзаси вә салтфит толуқ оттура мәктипиниң 2-йиллиқ оқуғучиси нуһ раббани, 26-нойабир кечидә икки кишиниң һуҗумиға учриған. бу икки киши уни калтәк билән уруп, иңикини вә қовурғилирини сундуруп, бешини йеривәткән. вәқәдә, раббаниниң йулун қисмиму зәхмиләнгән.

вәқәдин кейин, раббани дохтурханиға апирилип давалаш астиға елинған вә алди билән, меңисидики қан тазиланған.

нуһ раббаниниң бир нәврә туғқини униң давалинишға кетидиған 30 миң канада доллирини топлаш үчүн интернет арқилиқ инаә топлаш паалийити уйуштурған. паалийәттә бир қанчә саәт ичидила 33 миң канада доллиридин артуқ ианә йиғилған.

игилинишичә, нуһ раббани мәктипидә уйуштурулған һәр хил мусабиқиләрдә бир қанчә қетим академик мукапатларға еришкән икән.

хамилтон сақчи даирилири елан қилған байанатта, нуһ раббанини урған икки кишиниң кимликиниң ениқланғанлиқи вә уларни тутуш үчүн һәрикәт башланғанлиқи билдүрүлди.

4-декабир (йәкшәнбә) нуһ раббаниға қилинған һуҗумға наразилиқ билдүрүш үчүн намайиш өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر