латвийә: түркийә наһайити муһим иттипақдишимиз

латвийә ташқи ишлар министирлиқи түркийәниң латвийәниң муһим иттипақдиши икәнликини билдүрди.

554333
латвийә: түркийә наһайити муһим иттипақдишимиз

түркийә авази радийоси хәвири: латвийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, түркийә билән латвийә оттурисидики мунасивәтләрниң йүксәк сәвийәдә икәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «икки дөләт мәдәнийәт, маарип, дөләт мудапийәси, бихәтәрлик вә түрлүк саһәләрдә  өзара һәмкарлиқ орнатмақта. түркийә латвийәниң наһайити муһим иттипақдиши болиду. җүмлидин, латвийә түркийәниң дөлитимиз билән болған шималий атлантик әһди тәшкилати даирисидики һәмкарлиқиға йуқири баһа бериду һәмдә түркийәниң сабиқ совет иттипақиниң латвийәни ишғал қиливелишини һечқачан қобул қилмиғанлиқини әсла унтумайду.» йәнә бир тәрәптин, петерс карлис латвийәниң әнқәрә баш әлчиси болуп тәйинләнди. латвийә пирезиденти раймондс веҗонис карлисни мурасим арқилиқ қобул қилди. 1999 – йилдин бери латвийә ташқи ишлар министирлиқида ишләп келиватқан вә вашингтон университетини пүттүргән карлис 2012 – йилдин буйан латвийәниң әнқәрә баш әлчилик вәзиписини өтәп келиватқан атис сҗанитсниң орниға баш әлчи болуп тәйинләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر