украинаниң шәрқий қисмида зораванлиқ вәқәлири давамлашмақта

йеқинқи һәптиләрдин буйан украина қисимлириға арқа - арқидин һуҗум қилған руспәрәс қураллиқ гуруппилар донетсик айродурумини қолға киргүзди

74386
украинаниң шәрқий қисмида зораванлиқ вәқәлири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: украинаниң шәрқий қисмида зораванлиқ вәқәлири давамлашмақта.
йеқинқи һәптиләрдин буйан украина қисимлириға арқа - арқидин һуҗум қилған руспәрәс қураллиқ гуруппилар донетсик айродурумини қолға киргүзди. айродурумниң руспәрәсләр тәрипидин ишғал қилинишидин кейин украина һава армийәси районға һәрбий һәрикәт елип барди. украина армийәсиниң һава һуҗуми түпәйли қаттиқ тоқунушлар йүз бәрди. TRT әтрити нәқ мәйдандин тарқитиш мәзгилидә тоқунушларниң оттурисида қалди. бу җәрйанда айродурумдики йолучиларму тоқунушларниң арисида қалди. мәлуматларға қариғанда, донетсик айродурумниң кимниң контроллуқида икәнлики һазирчә ениқ әмәс икән. руспәрәсләр болса йүк машинилирида айродурумға қораллиқ кишиләрни йөткимәктә. донетсикта уруш айропиланлири көрүлмәктә, айродурум тәрәптә партлаш авазлири аңланмақта.
руспәрәсләрниң билдүрүшичә, тоқунушлар җәрйанида йаридарларни тошуйдиған бир йүк машиниси һуҗумға учрап, шопур һайатидин айрилған. хәвәр қилинишичә, донетсик айродурумидики барлиқ учушлар бикар қилинған. донетсик пойиз истансисида йүз бәргән қораллиқ тоқунуштиму 1 киши өлгән, 2 киши йариланған. украина қисимлири, донетсикниң 100 километир шималидики силавйаниск шәһиригә минамйот билән һуҗум қилип, 2 кишини өлтүргән.
украинада пирезидент сайламлирида ғәлибә қилған петро порошенко, мәсилини русийә билән диалог арқилиқ һәл қилишни халайдиғанлиқини җакарлиған, дөләтниң шәрқидики бөлгүнчиләр билән сөһбәт өткүзмәйдиғанлиқлирини уқтурғаниди.
порошенко, вәзипигә олтурғандин кейин тунҗи вәзиписиниң дөләтниң шәрқий қисмини зийарәт қилиш икәнликини билдүргәниди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر