25.08.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1696939
25.08.2021

түркийә авази радийоси: әрәб вә ингилиз тиллирида чиқидиған «‹әлқудсул әрәби› гезити», «ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиниң шималий қисмида исраилийә әскәрлири тәрипидин өлтүрүлгән 15 йашлиқ пәләстинлик йаш дәпнә қилинди.» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», қатарниң, қапсилип қалған кишиләрни афғанистандин тарқақлаштуруш үчүн муһим өтүш еғизи һесаблинидиғанлиқини йазди.

германийәниң «‹ тагесшав.де› тори» (tagesschau.de), муну учурларға орун аҗратти:

германийә ишқа орунлаштуруш идарисиниң башлиқи детлеф шеле, германийәниң йилиға 400 миң көчмәнгә еһтийаҗлиқ икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, һөкүмәтни техиму көп көчмәнни қобул қилишқа чақирип мундақ деди: «германийәниң әмгәк күчи түгәватиду.»

германийәниң «‹Welt.de› хәвәрләр тори», « германийә баш министири ангела меркел, 7 – г гуруһи башлиқлар йиғинида, <биз кабулдики қапсилип қалғанларни тарқақлаштурушни америка қошма иштатлирисиз давамлаштуримиз> деди.» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

германийәниң «‹Deutsche Welle› хәвәрләр тори», талибанниң афғанларниң дөләттин айрилишиға йол қоймайдиғанлиқини уқтурғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле парисийин› гезити» (Le Parisien), муну учурларға орун аҗратти:

йеңи бир тәтқиқат нәтиҗисигә қариғанда, пфизер вә модерна ваксинилириниң делта варийантиға қарши туруш үнүми% 66 кә чүшүп қалған.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро› гезити» (Le Figaro), «дунйа банкиси афғанистанға қарита иқтисадий йардәмни тохтатти؛ банка айалларниң әһвалидин әндишә қилмақта» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити» (Le Monde), фирансийәниң мартиник арилида, «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш даирисидики толуқ тақилиш тәдбирлириниң муддитиниң йәнә 3 һәптә узартилғанлиқини йазди.

испанийәдә чиқидиған «‹ла вангуардийа› гезити» (La Vanguardia), америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң, тәнқидләргә қаримай, 31 – авғустта кабулдин чекинишни тамамлаш пикридә чиң туруватқанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «‹инфобийә› гезити» (Infobae), уругвай хәлқиниң % 70 тигә икки шешә ваксина әмлинип болғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «‹газәтә.ру› тори» (Gazeta.ru), «талибанниң қатардики ишханисиниң вәкили, талибанниң русийә вә хитай билән болған мунасивәтлириниң йахши икәнликини ейтти» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

русийәниң «‹регнум› агентлиқи», муну учурларға орун аҗратти:

русийәниң 2021-йилиниң алдинқи 6 ейидики дөләт қәрзи 20 тирилйон 400 милйард рублеға йәтти (бу ички ишләпчиқириш омумий қиммитиниң% 17.7 тини тәшкил қилиду).

русийәниң «‹тасс› агентлиқи» (TASS),  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

 русийә ташқи ишлар министирлиқи, русийә пирезиденти виладимир путинниң йолйоруқиға асасән, русийә, украина вә колликтип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилатиға әза дөләтләрниң  500 дин артуқ пуқрасини афғанистандин тарқақлаштуриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر