05.08.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1686007
05.08.2021

түркийә авази радийоси: ирақта чиқидиған «әл заман гезити», түркийәниң афғанистанлиқларни үчинчи бир дөләткә орунлаштурушқа мунасивәтлик америка лайиһәсини тәнқид қилғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқдиған «әррайә әлқатариййә гезити», түркийәдә 33 шәһәрдә чиққан дала от апәтлириниң 167 синиң мувәппәқийәтлик өчүрүлгәнликини хәвәр қилди.

умманда чиқидиған «әл вәтән гезити», гиретсийәдә вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси әмлитишни рәт қилған оқутқучиларниң маашиниң төвәнлитилидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), мексиканиң америкалиқ қорал ишләпчиқарғучилириға қарши тунҗи қетим қануний җәһәттин күрәш қилишни башлиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), американиң вухән вируси ваксинаси әмләткән сайаһәтчиләргә ишикни ечиветишни ойлишиватқанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси жүрген счултз (Jürgen Schultz) ниң, йавропа иттипақи билән түркийә оттурисидики истратегийәлик һәмкарлиқларни күчәйтишни халайдиғанлиқлирини әскәртип: «түркийә йавропа иттипақиниң һәр қандақ шерики әмәс, әмма алаһидә бир дөләт» дегәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «дачләндфуңк.де» тори (deutschlandfunk.de) түркийә, гиретсийә вә италийә қатарлиқ дөләтләрдә һава температурасиниң пәвқуладдә йуқири болуши сәвәбидин бәзи җайларда дала от апәтлириниң йүз бериватқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «шпийгел.де» тори (Spiegel.de), американиң түркийәгә охшаш үчинчи дөләтләргә барған вә муәййән шәртләрни орунлиған афғанистанлиқларни қобул қилидиғанлиқи тоғрисидики байанатиға, әнқәрәниң наразилиқ билдүргәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), дала от апәтлириниң йуқири һава температуриси билән бирликтә ақдеңизда апәт пәйда қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

бир мутәхәссисниң билдүрүшичә, бу, биз килимат өзгириши билән көридиған йеңи нормаллиқ һесаблинидикән.

мексикада чиқидиған «ла җорнада гезити» (La Jornada), венезуела һөкүмити билән өктичиләр оттурисидики учришишларниң, мушу ай (2021-йили авғуст) ичидә мексикада башлинидиғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «клейрин гезити» (Clarín), аргентина һөкүмитиниң «арилаш ваксина әмләш» кә рухсәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, « V спутник » ваксинасиниң биринчи шишисини әмләткәнләрниң, иккинчи шишә үчүн модерна йаки астразенека ваксинасини әмләтсә болидиғанлиқи қәйт қилинди.

русийәдә чиқидиған «ведомости гезити» (Vedomosti), америка, әнглийә, фирансийә, иреландийә, норвегийә, естонийә вә албанийә қатарлиқ йәттә дөләтниң русийәни абхазийә вә җәнубий осетйаниң мустәқиллиқини етирап қилиш қараридин ваз кечишкә чақирғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti), русийәдә хәлқни алтә айда бир қетим вухән вирусиға қарши ваксина әмләшниң чақириқ қилинғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر