03.08.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1684754
03.08.2021

түркийә авази радийоси: умманда чиқидиған «әлвәтән гезити», биразилийәлик тәтқиқатчиларниң вухән вируси(Kovid-19)  ниң көрүш тор пәрдисигә йетип баралайдиғанлиқини агаһландурғанлиқини вә  вирусниң ваксинаға чидамлиқ варийантиниң пәйда болушидин әндишә қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

ирақта чиқидиған «әлзаман гезити», теһран һөкүмитиниң өзигә қарши қилинған һәр қандақ һуҗумларға җаваб беридиғанлиқи тоғрисида тәһдит селиватқанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә гезити», кәркиданларниң йоқ болуш хәвпигә дуч кәлгәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «шпийгел.де» тори (Spiegel.de), германийәдә 12 йаштин чоң балиларниңму вухән вируси ваксинаси әмлитәләйдиғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийәдә ширкәтләрниң хизмәтчилиригә вухән вируси әмлитишни мәҗбурий йолға қойушни ойлашмайватқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «ханделсблат.де» тори (Handelsblatt.de), германийәдә ишләпчиқарғучилар вә херидарларниң дизел аптомобиллардин ваз кечиватқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Pais), испанийәдә 20 йаштин йуқиридикиләрниң вухән вирусиға қарши биринчи шишә ваксинасини әмлитип болғанлиқини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «ел нашийонал гезити» (El Nacional), венезуелада вухән вирусиға қарши ваксина әмләш хизмәтлириниң нишан қилинған сәвийәдә болмайватқанлиқини хәвәр қилди.

фирансйәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), йеқинқи 24 саәттә фирансийәдә вухән вируси сәвәбидин 51 кишиниң җенидин айрилғанлиқини, 1 миң 232 кишиниң йуқумланғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори, (Lenta.ru), русийәниң твер (Tver) районида шиддәтлик боран сәвәбидин үч кишиниң җенидин айрилип, 15 кишиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «спорт-екпрес.ру» (Sport-express.ru), русийә әрләр валибол командисиниң токйо олимпикиниң йерим һәл қилғуч мусабиқисидә биразилийә командиси билән мусабиқигә чүшидиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «р б к телевизийәси» (RBK), америка ташқи ишлар министирлиқиниң русийәлик 24 дипломатқа қойған чеградин чиқип кетиш тәлипиниң сәвәбини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң русийәлик дипломатларниң визилириниң вақти тошқанлиқи сәвәбидин узартиш үчүн илтимас суналайдиғанлиқини, үч йилда бир қетим визини узартишниң йеңи бәлгилимә әмәсликини билдүргәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر