14.07.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1675092
14.07.2021

түркийә авази радийоси: қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә гезити», ливанда оттуриға чиққан дора йетишмәслик сәвәбидин, ливанлиқларниң чәт әлләрдин дөлитигә сомкилирида лиқ дорилар билән қайтиватқанлиқини хәвәр қилди.

ирақта чиқидиған «әл заман гезити», ирақтики дохтурханида йүз бәргән от апитидә 80 дин артуқ адәмниң җенидин айрилғанлиқини вә тәкшүрүш даирисидә, 13 мәсул хадимниң қолға елинғанлиқини хәвәр қилди.

умманда чиқидиған «әл вәтән гезити» дунйа сәһийә тәшкилатиниң бир кишигә охшимиған вухән вируси(Kovid-19) ваксиналирини әмлимәслик тоғрисида агаһландуруп, бир кишигә бирла хил вухән вируси ваксинаси әмләш керәкиликини билдүргәнликини хәвәр қилди.

австирийәдә чиқидиған «дай прес гезити» (Die Presse), афғанистандики ички уруш түпәйлидин миңларчә афғанистанлиқниң түркийәгә қечиватқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «зайт.де» тори (Zeit.de), германийә баш министири ангела меркелниң: «федератсийә һөкүмити мәҗбурий ваксина әмләшни рәт қилиду» дегәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), йавропаға бериш үчүн деңизда җенидин айрилған мусәпирлар саниниң бир йилда икки һәссә ашқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), түнүгүн (2021-йили 13-ийул) фирансийәдә 792 миң 339 вухән вируси ваксинаси әмлинип рекорт йаритилғанлиқини хәвәр қилди.

«24франс» қанили, тунисниң вухән вируси киризиси түпәйлидин хәлқараға йардәм чақирқида болғанлиқини хәвәр қилди.

 

 испанийәдә чиқидиған «ел коррейо гезити» (El Correo), испанийә вухән вирусиниң «ламбда» (Lambda) варийанти әң көп көрүлгән йәттинчи дөләт болуп қалғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «известийа гезити» (İzvestiya), русийә ташқи ишлар министирлиқиниң, москваниң талибан билән болған учришишлириниң мәқсити тоғрисида: «мәқсәт, талибанға район хәвпсизликигә мунасивәтлик пикирлирини йәткүзүш» дәп байанат елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), русийәниң дунйада вухән вирусиға мунасивәтлик әң көп вәқә көрүлүштә төтинчи орунға өткәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, американиң биринчи орунда, һиндистанниң иккинчи, биразилийәниң үчинчи орунда туридиғанлиқи қәйт қилинди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), америка ташқи ишлар министири антони блинкенниң: «әгәр москва русийәлик хаккерларға қарши тәдбир алмиса, америка тәдбир қоллиниду» дегәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر