13.07.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1674533
13.07.2021

түркийә авази радийоси: «әлқуддус әләрәби гезити», ирақниң җәнубида вухән вируси (Kovid-19) бемарлири туридиған бир айривилиш дохтурханисида чиққан от апитидә, әң аз дегәндә 41 кишиниң җенидин айрилғанлиқини хәвәр қилди.

мәзкур гезит йәнә, американиң йадро музакирәлири сөһбитини қайтидин башлаш вақтини пәқәт иранниңла бәлгилийәләйдиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, әнглийә сақчилириниң йавропа путбол лоңқисиниң әнглийә-италийә һәл қилғуч мусабиқисидә, 11 қәдәмдин топ тепишта топ киргүзәлмигән үч нәпәр қара тәнлик путболчиға қарита ейтилған ирқий айримичилиқ сөзләр сәвәбидин тәкшүрүш башлиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), ички кабентниң каталонийә үчүн әһвални йахшилашқа тәййарлиниватқанлиқини, һәл қилиш керәк болған темиларни қайтидин музакирә қилиш үчүн дийалог тәклип қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «клейрин гезити» (Clarín), аргентина пирезиденти алберто фернандез (Alberto Fernández) ниң: «кубадики мәсилиләрни билмәймән, әмма ембарголар инсаний әмәс» дегәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори, русийәниң америкада турушлуқ баш әлчиси анатоли антонов (Anatoli Antonov) ниң вашингтондин москваға һөрмәт қилиши керәкликини тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti), москвада өткүзүлидиған хәлқара авийатсийә вә аләм ишлири йәрмәнкисидә (MAKS-2021) йеңи йасалған һәрбий айропиланниң көргәзмә қилинидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), фирансийәликләрниң %58 ниң токйо олимпик тәнһәрикәт йиғинини өткүзмәслик керәк, дәп қарайдиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), фирансийә сәһийә министири оливийер веранниң 15-ийул (2021) дин башлап ваксина әмләтмигән сәһийә хизмәтчилириниң хизмәт қилалмайдиғанлиқини вә мааш алалмайдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

шивейтсарийәдә чиқидиған «ле темпс гезити» (Le Temps), зурих шәһиридә кечә йағқан шиддәтлик йамғур сәвәбидин аммиви қатнаш вастилириниң қанташтин тохтап қалғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر