07.07.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1671382
07.07.2021

түркийә авази радийоси: «әлқуддус әләрәби гезити», шималий ирақтики әрбил айродурумиға башқурулидиған бомба һуҗуми қилинғанлиқини хәвәр қилди.

мәзкур гезит йәнә, иранниң хәлқара атом енергийәси идарисиға %20 уран қойулдуруш нийитини билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, вашингтонниң буни «кәйнигә ташланған тәләйсиз қәдәм» дегәнлики қәйт қилинди.

 ийорданийәдә чиқидиған «әддәстур гезити», умманниң вухән вирусиға қарши қурбан һейтниң биринчи күнидин төтинчи күнигичә пүтүнләй тақилишни қарар қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti), ташқи ишлар министири сергей лавровниң афғанистанда вәзийәтниң тез сүрәттә йаманлишиватқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «ведомости гезити» (Vedomosti), русийә һөкүмитиниң 10-ийул (2021) дин кейин, чәт әлләргә сайаһәткә берип қайтқан кишиләрниң ичидики ваксина әмләткән йаки йуқумлинип йахшиланғанларни саламәтлик тәкшүрүшидин өткүзмәйдиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати йиғинида, украинаниң русийәгә қарши лайиһәни күнтәртипкә қойуши билән, русийә һәйитиниң йиғинни ташлап чиқип кәткәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), испанийәниң каталонийә районида, бу һәптиниң ахиридин башлап вухән вируси (Kovid-19 ) ға қарши туруш тәдбирлири рамкисида, кечилик көңүл ечиш маканлирини тақайдиғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infobae), коломбийәдә басқунчилар вә балилар қатиллирини муддәтсиз қамақ җазаси беришниң иҗра қилинишқа башлиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел марка гезити» (El Marca), 2020-йиллиқ йавропа лоңқисиниң йерим һәл қилғуч мусабқисидә, италийә командиси билән испанийә командисиниң тәңлишип қалғанлиқи вә испанийәниң 11 қәдәмдин тепишта уттуруп қойуп һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитини қолдин берип қойғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийәниң бәш дөләткә қарита сайаһәт чәклимилирини бошаштурғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «тагесшав.де» тори (Tagesschau.de), беларусийә пирезиденти александир лукашенкониң ембарголарға қарши германийәгә көчмәнләр билән тәһдит селиватқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң « тагешпигел гезити» (Tagesspiegel), германийәдә һәр қайси иштатлар 25 миң тамашибин қатнишидиған паалийәтләргә рухсәт қилишни ойлишиватқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), испанийәдә вухән вирусиниң «наһайити күчлүк һалда тарқилиш сүрити» дә йеңи долқун пәйда қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийин гезити» (Le Parisien), пайтәхт парижда вухән вируси йуқуминиң қайтидин җанлинишиниң мәсулларни әндишәгә селиватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر