06.07.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1670634
06.07.2021

түркийә авази радийоси: ийорданийәдә чиқидиған «әддәстур гезити», исираилийәниң сопун парашуки ишләпчиқиришта ишлитилидиған хам маддиларниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиға киришигә давамлиқ тосқунлуқ қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә гезити», қатар баш министири вә ички ишлар министири шәйх халид бин хәлифә бин абдуләзиз алсаниниң сәуди әрәбистан баш әлчиси мәнсур бин халид бин абдуллаһ әл фәрһан алсуудни қобул қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, русийәдин түркийәгә айропилан сәпәрлириниң көпийиватқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «а р д.де» тори (ard.de), германийә нопусиниң %38 ниң пүтүнләй әмлинип болғанлиқини, %55 ниң болса, биринчи ваксинасини әмләткүзгәнликини хәвәр қилди.

германийәниң « з д ф.де» тори (zdf.de), йавропада гөш истемалиниң азийиватқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), русийә ташқи ишлар министири сергей лавровниң вашингтон дүшмәнләрчә һәрикәт қилған әһвалда қаттиқ җаваб қайтуридиғанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), камчатка йерим арилида 28 киши олтурған «An-26 » типлиқ айропилан билән болған алақиниң үзүлүп қалғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «регнум агентлиқи» (Regnum), һиндонезийә ташқи ишлар министири ретно марсуди билән русийә ташқи ишлар министири лавровниң учришишида, русийә пирезиденти путинниң һиндонезийә зийаритиниң тәййарлиқлириниң музакирә қилинғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), испанийәдики бәш аптоном районда 20 йаштикиләрниң һәммисини әмләшниң башланғанлиқини хәвәр қилди.

кубада чиқидиған «пренса латина гезити» (Prensa Latina), америка пирезиденти җо байдин һөкүмитиниң сабиқ пирезидент доналд трампниң кубаға қарши сийаситини тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), фирансийә һөкүмитиниң вухән вируси ваксинаси билән әмләш миқдарини көпәйтиш үчүн тоғра метод үстидә издиниватқанлиқини хәвәр қилди.

«24франс» қанили, әнглийә баш вәзири борис җонсонниң ваба сәвәбидин йолға қойулған чәклимиләрниң 19-ийул (2021) әмәлдин қалдурулидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر