05.07.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1669956
05.07.2021

түркийә авази радийоси: қатарда чиқидиған «әлвәтән гезити», қатар билән ийорданийәниң хәвпсизлик келишими имзалиғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә гезити», әтә (2021-йили 6-ийул) ниң йәр шариниң қуйаштин әң йирақ болған күн болидиғанлиқини хәвәр қилди.

умманда чиқидиған «әлвәтән гезити», умман деңиз армийә қомандани генерал бәһри сәйф бин насир әлраһби башчилиқидики һәрбий һәйәтниң, бүгүн (2021-йили 5-ийул) әтигән әнглийәгә қарап йолға чиққанлиқини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «франкфуртер алгемайне зәйтуң гезити» (Frankfurter Allgemeine Zeitung), әзәрбәйҗанниң 15 әрменийәлик мәһбусни қойуп бәргәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «тагесшав.де» тори (Tagesschau.de), германийә сийасәтчилири вә мутәхәссилириниң вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси әмлитишкә бармиғанларға җәриманә қойушни тәләп қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), бир тәтқиқат доклатида, испанийәдә 35 йаш вә униңдин төвән йаштикиләрниң ишсизлиқ, мал баһасиниң қиммәт болуши вә келәчекидин қайғуруш қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин, өй иҗаригә елиш йаки өй сетивелишқа қизиқмайдиғанлиқиниң оттуриға чиққанлиқини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «ел натсийонал гезити» (El Nacional), америка җон хопкинс универстети (JohnHopkins) ниң тәтқиқатида, венезуела нопусиниң %0.8 ниң вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси билән әмләнгәнликиниң көрситилгәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Pais), испанийәдә систераларниң санаторийәләрдин қечиватқанлиқини؛ һазирниң өзидә санаторийәдә 15 миңға йеқин хизмәтчиниң кәмликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), фирансийә сәһийә министири оливийер веран (Olivier Véran) ниң, ийул ейи (2021) ахирида вухән вирусиниң төтинчи долқуниниң көрүлүши мумкинлики тоғрисида агаһландурғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийин гезити» (Le Parisien), фирансийәдә вухән вирусиға қарши мәҗбурий ваксина әмләш тоғрисидики бесимларниң күнсери еғирлишиватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر