29.06.2021

бүгүнкә чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1666634
29.06.2021

түркийә авази радийоси: әлҗәзирә телевизийәси, ливанда барғансери йаманлашқан турмуш шараитлириға наразилиқ билдүрүп кткүзүлүватқан намайишларниң давамлишиватқанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», америка ташқи ишлар министирлиқиниң вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин әрәб бирләшмә хәлипиликигә сайаһәт қилмаслиқни тәвсийә қилғанлиқини хәвәр қилди.

мәзкур гезит йәнә, америка пирезиденти җо байдинниң исираилийәниң йеңи баш министири нафтали беннет (Naftali Bennett) ни қобул қилишни төт көз билән күтүватқанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «әддәстур гезити»,  һиндистанда байқалған вухән вируси «делта» варийантиниң, чәклимиләрни әмәлдин қалдурушқа тосқунлуқ қилип, дунйани қайтидин чәклимиләргә қайтуруш билән тәһдит селиватқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), йирақтин чәт әллик ишчиларни ишлитишниң, ширкәтләрни җәлп қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, вухән вируси делта варийантиниң чегра хизмәтлиридә йавропалиқларни иккигә бөлүвәткәнликини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «зүддайчә зәйтуң гезити» (Süddeutsche Zeitung), германийәдә көрүлүватқан вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрдә, делта варийантиниң %35 ни игиләйдиғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийә һөкүмитиниң җүмә күни (2021-йили 25-ийун) һәрбийләрни һуҗум нишани қилған адәм бомба һуҗуми йүз бәргән болсиму, малийә сийаситини қәтий иҗра қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «зеит.онлайн» тори (Zeit.online), нато билән украинаниң, русийәгә қаримай, қарадеңизда кәң көләмлик маневир башлиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Pais), испанийәдики аптоном районлуқ һөкүмәтләрниң вухән вируси делта варийантиниң тәһдити вә йеқинқи күнләрдә барғансери ешиватқан вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр сәвәбидин йашларниң әмлиниш сүритини тезләштүргәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), икки тәтқиқат нәтиҗисидә, охшимиған ваксиналар билән әмлиниш вә ваксина түрини көп хиллаштурушниң, вухән вирусиға қарши үнүминиң техиму йуқири болидиғанлиқиниң оттуриға чиққанлиқини хәвәр қилди.

русийә «р б к» телевизийәси, русийә пирезиденти путинниң әң йеңи башқурулидиған бомба һава қалқан системиси «S-500», қитәләр ара балистик башқурулидиған бомба «сармат» (ICBM) вә «зиркон» (Zirkon) намлиқ башқурулидиған бомбиларниң русийә армийәсигә тапшурулидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «коммерсант гезити» (Kommersant), америка пирезиденти җо байдинниң ортақ әһмийәт беридиған саһәләрдә русийә билән һәмкарлиқ орнитилиши керәкликигә ишинидиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, йадро қораллириниң кеңийип кетишиниң алдини елиш вә килимат өзгиришигә қарши туруш мәсилилиридә, йуқирида ейтилғандәк һәмкарлиқ орнитилиши мумкинлики әскәртилди.

русийәниң «интерфакс агентлиқи» (İnterfaks), русийә деңиз армийә қисимлири вә бу қисимларға тәвә айропиланларниң ақдеңизда маневир өткүзгәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر