22.06.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1662529
22.06.2021

түркийә авази радийоси: ийорданийәдә чиқидиған «әддәстур гезити», исираилийәниң сабиқ баш министири нетанйаһуниң ликуд партийәси ичидә өзигә қарши ғәзәп-нәпрәткә дуч келиватқанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әл қатариййә гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийәдә 2021-йили 1-ийулдин башлап сиртқа чиқиш чәклимилиирниң пүтүнләй әмәлдин қалдурулидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «тагесшав.де» тори (Tagesschau.de), вухән вируси (Kovid-19) делта варийантиниң йуқум сани тез азлаватқан германийәдә әндишәләргә сәвәб болуватқанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, баш министир ангела меркелниң 3 милйондин артуқ сүрийәлик мусапирға саһибханлиқ қиливатқан түркийәни малийә җәһәттин давамлиқ қоллаш вә мусапирлар келишимини йеңилаш керәкликини тәкитлигәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ла вангуардийа гезити» (La Vanguardia), испанийә баш министири педро санчез (Pedro Sanchez) ниң тутуп турулуватқан тоққуз католонийәлик сийасәтчи үчүн чиқирилидиған кәчүрүм қарари билән, каталонийә вә испанийә оттурисида йеңи дәврни башлашни мәқсәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийә «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti), ақсарай байанатчиси җен псакиниң русийәниң интернет тор һуҗумини давам қилған әһвалда, американиң һәр қандақ агаһландурушта болмастин қайтурма һуҗум қилидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), йавропа иттипақиниң беларусийәгә қарши йүргүзүлидиған ембарголарниң даирисини кеңәйткәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс (Ned Price) ниң москва билән вашингтон оттурисида қорал-йарағларни контрол қилиш тоғрисида учришиш тәййарлиқлириниң қилнғанлиқини уқтурғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), фирансийәдики районлуқ сайламларда «LRM» партийәсиниң уттуруп қойуши нәтиҗисидә, пирезидент макронниң пиланлириниң мувәппәқийәтсизликкә учриғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), районлуқ сайламларға қатнишиш нисбитиниң төвән болуши сәвәбидин, һөкүмәтниң йашларни һәрикәткә кәлтүрүш үчүн учур-алақә сәпәрвәрликигә тәййарлиқ қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, җәнубий африқаниң вухән вирусиға қарши ваксина тәтқиқ қилип йасаш үчүн биринчи басқучни ахирлаштурғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر