03.06.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1650948
03.06.2021

түркийә авази радийоси: германийәниң «з д ф.де» тори (zdf.de), германийәдә санаторийә хизмәтчилириниң маашлириниң өстүрүлидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «зүддайчә зәйтуң гезити» (Süddeutsche Zeitung), германийәдә вухән вируси (Kovid-19) ға қарши ваксина әмләш тәййарлиқ хизмәтлириниң 7-ийунда ахирлишидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, хәлқара әмгәк тәшкилати (ILO) вухән вируси сәвәбидин дунйа миқйасида 100 милйондин артуқ әмгәкчиниң кәмбәғәлликкә қарап йүзлиниватқанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «әддәстур гезити», америка кеңәш палатасиниң бәзи әзалириниң ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмлириниң киришигә рухсәт қилинишини тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), исираилийәдә өктичи рәһбәр йаир лапидниң һөкүмәт тәшкилләш үчүн бирләшмә тәшкиллигәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), фирансийәдә 15-ийун (2021) дин башлап 12 йаш билән 18 йаш арисидики балиларни вухән вируси ваксинаси билән әмләйдиғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infobae), венезуелада өзини« вақитлиқ пирезидент» дәп елан қилған хуән гуайдониң никарагуалиқ өктичи рәһбәр кристийана чаморро (Cristiana Chamorro) ниң тутқун қилинишини әйилигәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), русийәдә нопусниң көп қисминиң, дөләтниң төвән киримлик пуқраларға техиму көп йардәм қилиши шәрти астида йуқири баҗ төләшкә тәййар икәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «р б к» (RBK) телевизийәси, русийәдә чәт әллик мәбләғ салғучиларниң паалийәтлириниң 2014-йилидики сәвийәгә чүшкәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), русийә сәһийә министири михаил мурашкониң русийәдә вухән вирусиниң үчинчи долқуниниң йүз бәрмигәнликини, барлиқ районларда вухән вирусиға мунасивәтлик вәқә санлириниң төвәнлигәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر