25.05.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1645201
25.05.2021

түркийә авази радийоси: «йавро нийус гезити» (Euronews), беларусийәниң рйанайр (Ryanair) айропиланини мәҗбурий қондуруп, айропиландики өктичи журналистни тутқун қилғанлиқиға, йавропаниң қаттиқ наразилиқ билдүргәнликини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, террорлуқ тәшкилати даешниң бомба мутәхәссисиниң истанбулда тутулғанлиқини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «берлинер зәйтуң гезити» (Berliner Zeitung), дунйа сәһийә тәшкилатиниң дунйада әң аз дегәндә, 115 миң сәһийә хизмәтчисиниң җенидин айрилғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», америка ташқи ишлар министири антони блинкенниң исираилийә билән ғәззә оттурисидики уруш тохтитишни мустәһкәмләш үчүн тел авивға йетип барғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә гезити», афғанистан һөкүмити билән талибанниң қатар пайтәхти доһада музакирәлирини давамлаштуруватқанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, дунйа сәһийә тәшкилатиниң ваксина тарқитиштики адаләтсизликләрни әйиблигәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити», пирезидент макронниң дунйа сәһийә тәшкилати сәһийә академийәсиниң 2023-йили лион шәһиридә ечилидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro),фирансийә һава йоллири ширкити (Air France) ниң, беларусийә һава тәвәликидин өтидиған айропилан сәпәрлирини йеңи уқтуруш чиққичә тохтитидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر