13.05.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1638915
13.05.2021

түркийә авази радийоси хәвири: қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, пәләстин рәһбири мәһмуд аббасниң «қуддус қизил сизиқ... тинчлиқ вә муқимлиқ орнитиш үчүн қуддус ишғалийәттин қутулуши керәк» дегән сөзлиригә сәһипилиридин орун бәрди.

оманда чиқидиған «вәтән» гезити, исраилийәниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида үч адәмни шеһит қилғанлиқи, ғәззә һуҗумида шеһит болғанлар саниниң 35 кә йәткәнликини хәвәр қилди.

фирансийәниң «ле матин» гезити, непал сайаһәт орунлаштурғучилириниң, еверест теғида бири америкалиқ, йәнә бири шивейтсарийәлик болуп икки тағқа йамашқучиниң өлтүрүлгәнликини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң «ле монде» гезити, 5- айниң 29- күни фирансийәниң пайтәхти париждики аккор мәйданида ковид – 19 чәклимилири бошитилғандин кейинки тунҗи қетимлиқ синақ консертиниң өткүзүлидиғанлиқини илгири сүрди.

фирансийәниң «фиранс-24» хәвәрләр қанили, фирансийә лоңқиси йерим һәл қилғуч мусабиқисиниң йавропа чемпийонлуқ бирләшмисидин шалланған вә фирансийә бирләшмиси (испанийә бирләшмиси 1) дики чемпийонлуқ мусабиқисидә еғир зәрбигә учриған париж сайнт герман командиси мибаппе командиси арқилиқ өзигә тәсәллий тапқанлиқини؛ командиниң қаттиқ тиркишиш вә җаза топтин кейин һәл қилғуч мусабиқисигә қатнишиш үчүн намини йазғузғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәниң «ел паис» гезити, ваксина әмләнгәндин буйан испанийәдики йуқумланғучиларниң һәптилик қаза қилиш нисбитиниң %90 азайғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

аргентинаниң «ла насион» гезити, аргентина һөкүмитиниң исраилийәниң «мувазинәтсиз күч ишлитиш» ни тәнқид қилғанлиқини йазди.

венезуелада чиқидиған «телесур» гезити, коломбийәдики 15 күндин буйан давамлишиватқан намайишларниң пүткүл мәмликәт миқйасиға кеңәйгәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «зеит онлайн» тори, австрийә баш министири себастийан курзниң тәкшүрүлүватқанлиқини илгири сүрди.

германийәниң «тагесшав.де» тори, йеңи сайаһәт орунлаштурушиниң елан қилинидиғанлиқини, шуниң билән йаз айлирида  йавропадики тәтил ишлириниң асанлишидиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «риа новости» агентлиқи, татаристан җумһурийити пирезидентлиқ мәһкмиси ахбарат ишлири катипи лилийа галимованиң,  11- май мәйданға кәлгән мәктәп һуҗумида йариланған балиларниң саламәтликиниң муқим икәнликини, бәш балиниң москваға давалинишқа әвәтилгәнликини ейтқанлиқини йазди.

русийәниң «газатә.ру» тори, билумберг қанилиниң, йавропа иттипақи әзалири арисида русийәниң қанунсиз сайлам арқилиқ украинаниң бир қисимини «өзигә қетивелиш» вә район хәлқигә русийә паспорти беришкә урунуватқанлиқи тоғрисидики бир һөҗҗәтниң тарқилип йүргәнликини хәвәр қилғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «известийа» гезити, русийәдә қорал елип йүрүш түзүмини күчәйтишни мәзмун қилған бир  қанун лайиһәсиниң музакирә қилиниватқанлиқини, мақуллиниши мөлчәрлиниватқан қанунға асасән, милтиқ вә оқларниң изини рәқәмлик муһитта қоғлиғили болидиғанлиқини йазди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر