11.05.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1637913
11.05.2021

түркийә  авази радийоси: фирансийәниң «фиранс-24» хәвәрләр қанили, фирансийә баш министири жан кастекисниң, фирансийәниң ковид – 19 пәйда қилған сағламлиқ киризисидин «чиқиватқан»лиқини илгири сүргәнликини көрүрмәнлири билән ортақлашти.

фирансийәниң «ле монде» гезити, фирансийә сәһийә министири оливийер веранниң, ковид – 19 йуқуми сәвәбидин тақивтилгән қәһвәхана вә ресторанларниң 5- айниң 19- күни қайтидин ечилидиғанлиқини тәкитлигәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

фирансийәниң «ле парисиен» гезити, фирансийә баш министири жан кастекисниң, сақчи йаки жандармиларға һуҗум қилғанларға техиму еғир җаза берилидиғанлиқини уқтурғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) дики бәш партийәниң, исраилийәниң мәсҗиди әқсаға қаратқан қилмишлирини бирләшмә байанат елан қилип әйиблигәнлики вә хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисини һәрикәткә өтүшкә чақирғанлиқи  тоғрисидики учурларни аңлиғучилириниң диққитигә сунди.

германийәниң «шпиегел.де» тори, дунйа сәһийә тәшкилатиниң байанат елан қилип, «ковид – 19 һиндистан варийантиниң адәмни әндишигә салидиғанлиқи»ни уқтурғанлиқини йазди.

германийәниң «билд.де» гезити, германийә ички ишлар министири хорст шихоферниң йуқумға дучар болғанлиқини илгири сүрди.

испанийәниң «ел паис» гезити, испанийә иқтисадиниң ковид – 19 киризисидин кейин қайтидин җанлинишқа башлиғанлиқини хәвәр қилди.

мексиканиң «ел универсал» гезити, «ковид – 19ниң әң еғир зәрбисигә учриған район болған латин америкасида қандақ хаталиқлар садир қилинған болуши мумкин» дегән темида анализ мақалиси елан қилди.

венезуелада чиқидиған «телесур» гезити, венезуеланиң исраилийәниң пәләстингә қилған һуҗумини әйиблигәнликини йазди.

ийорданийәдә чиқидиған «әддустур» гезити, ийорданийә ташқи ишлар министири әймән сәфәдиниң америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән өткүзгән телефон сөһбити җәрйанида «қуддус асаслиқ, шундақла һәл қилғуч бир мәсилә, йүз бериватқан ишлар (исраилийәниң һуҗумлири) тохтитилиши керәк» дегәнләрни оттуриға қойғанлиқини хәвәр қилди.

қатарниң «әлҗәзирә» қанили, исраилийә ишғалчи қисимлириниң мәсҗиди әқсаға қайтидин һуҗум қиливатқан вә һуҗумларда адәм өлүш әһваллириниң көрүлүватқанлиқи, қуран кәримниң көйдүрүлгәнлики вә җамәләргә от қойуп бериливатқанлиқи тоғрисидики учурларни көрүрмәнлириниң диққитигә сунди.

лондонда әрәбчә вә инглизчә нәшр қилинидиған «әлқуддус әләрәби» гезити, пәләстин пирезидентлиқ мәһкимисиниң  (җиддийчиликниң) җавабкариниң исраилийә икәнликини оттуриға қойғанлиқини, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң исраилийәниң һуҗумлирини тохтитиш үчүн әрәб әллириниң башлиқлири билән көрүшүватқанлиқини йазди.

русийәниң «регнум» агентлиқи, русийә мәркизий банкисиниң, тор һуҗуми нәтиҗисидә пулидин айрилип қалған банка херидарлириға аманәт пулини қайтуруш үчүн аддийлаштурулған бир системиниң йолға қойулушини тәвсийә қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» хәвәрләр тори, русийә дөләт бихәтәрлик кеңишиниң муавин катипи йури аверйанофниң, американиң башқа дөләтләрни бийологийәлик қорал ишләпчиқиришқа илһамландуруватқанлиқини илгири сүргәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «газатә.ру» тори, америка пирезиденти җо байдинниң, американиң әң чоң нефит експорт қилғучи ширкити — Colonial Pipeline  ниң системисиға қилинған тор һуҗумида русийәниң җавабкарлиқи барлиқини испатлайдиған һечқандақ пакит йоқлуқини ейтқанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر