06.04.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1615654
06.04.2021

түркийә авази радийоси: «әлқуддус әләрәби гезити», тунисниң йавропа иттипақини қалаймиқан көч мәсилисини техиму кәң даиридә муһакимә қилишқа чақирғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «билд.де» тори (Bild.de), русийә пирезиденти путинниң өзини 2036-йилиғичә һакимийәт бешида турғузидиған қанунни имзалиғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, җәбилтариқ нопусиниң һәммисиниң ваксина билән әмләнгәнликини вә кишиләрниң маска тақаштин қутулғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «а р д. де» тори (ard.de), әнглийә баш вәзири борис җонсонниң пуқраларни чәт әл сайаһити үчүн бир аз сәвр қилиши керәкликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ла вангуардийа гезити» (La Vanguardia), испанийәдә вухән вируси(Kovid-19)  ға қарши давамлишиватқан ваксина әмләшниң төтинчи долқунниң келишиниң алдини алалмиғанлиқини хәвәр қилди.

«ел паис гезити» (El País), вухән вируси билән йуқумланғанларниң %10 дә саламәтлики йахшилинип аридин айлар өткәндин кейин, қайта кесәллик аламәтлириниң көрүлидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийин гезити» (Le Parisien), фирансийә иқтисад минстири бруно лемайр (Bruno Le Maire) ниң фирансийә һава йоллири (Air France) ға 4 милйард йавролуқ йеңи йардәм қилиш пиланини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансйәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), португалийәдә музейиларниң ечилғанлиқини, әнглийә пайтәхти лондонда болса, магезинларни қайтидин ечишниң пилан қилиниватқанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, фирансийәниң вухән вирусиға қарши ваксина ишләпчиқиришни башлайдиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «газәтә.ру» тори, америка ташқи ишлар министирлиқиниң русийәдин украина чеграсидики әскәр йөткәш һәрикәтлиригә чүшәнчә беришни тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «р б к» тори, русийә пирезиденти владимир путинниң өзини пирезидентлиққа намзат көрситишкә йол қойидиған қанунни имзалиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر