11.03.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған иәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1599248
11.03.2021

түркийә авази радийоси: фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), фирансийәниң тунҗи аләм һәрбий маневирини әмәлийләштүргәнликини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, файзер-бийонтек ширкәтлириниң март (2021) ейида йавропани 4 милйон вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси билән тәминләйдиғанлиқини хәвәр қилди.

«р н д .де» тори (rnd.de), түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти владимир путинниң түркийәдә өткүзүлгән йадро реактор қазининиң қурулуш мурасимиға син шәклидә қатнашқанлиқини хәвәр қилди.

австирийәдә чиқидиған «дер стандард гезити» (Der Standard), исираилийә баш министири нетанйаһуниң бүгүн (2021-йили 11-март) биринчи қетим әрәб бирләшмә хәлипиликини зийарәт қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «д п а» агентлиқи (dpa), алма ширкитиниң германийәгә 1 милйард йавро қиммитидә мәбләғ салидиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ла вангуардийа гезити» (La Vanguardia), испанийә сәһийә министирлиқиниң бүгүн астразенека ваксинасини 65 йашқичә болған һәр кишигә әмләшни тәстиқлиши мумкинликини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», ливийә парламентиниң баш министир абдулһамит дубәйбә һөкүмитигә ишәнч авази ташлап, сайламниң йолини ачқанлиқини хәвәр қилди.

әлҗәзәрә қанили, исираилийә-мисир сөһбитидә, иқтисадий һәмкарлиқ мәсилилириниң музакирә қилинғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), русийә думасиниң башлиқи вийачеслав володин (Viacheslav Volodin) ниң, русийәниң аста-аста долларға тайинип қелиштин қутулидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «россискайа гезити» (Rossiyskaya), бир германийәлик аилиниң «5-спутник» (Sputnik V) ваксинасини әмләткүзүш үчүн русийәгә кәлгәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «ведомости гезити» (Vedomosty), йапонийәниң русийә билән болған земин ихтилапини өзигә пайдилиқ шәкилдә һәл қилиш үчүн җәнубий курил араллирини қоршавға елиш керәкликини илгири сүрүватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر