09.02.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1580024
09.02.2021

түркийә авази радийоси: германийә авази радийоси, германийә тәвәликидә мусулманларға вә мусулман тәшкилатларға 900 дин артуқ һуҗум қилинғанлиқиниң ройхәткә елинғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «з д ф.де» тори (zdf.de), австирийә һөкүмити вухән вируси сәвәбидин тирол (Tirol) иштатиға қарита сайаһәт агаһландуруши чиқарғанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», бирма һәрбий һөкүмитиниң намайишларға инкас қайтуридиғанлиқи тоғрисида тәһдит селиватқанлиқини вә бәзи шәһәрләрдә җиддий һаләт йүргүзгәнликини хәвәр қилди.

мәзкур гезиттә йәнә, сүрийәдики америка қисимлириниң нишаниниң әмдиликтә нефитни қоғдаш әмәсликини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайә әлқатариййә гезити», қатар муавин баш минстири вә ташқи ишлар министири шәйх муһәммәд бин абдурраһман алсаниниң, америка дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җәк саливан (Jake Sullivan) билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), фирансийәдики мәктәп дохтурлириниң вухән вируси сәвәбидин мәктәпләрниң төт һәптә қойуп берилишини тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, пирезидент макронниң дунйа сәһийә тәшкилатиниң баш директори билән ваксина әмләшни тезләштүрүш тоғрисида көрүшкәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Pais), испанийә иқтисадий ишларға мәсул вә диҗитал минстири надийа калвино (Nadia Calviño) вухән вирусиниң үчинчи долқуниниң наһайити еғир болуши сәвәбидин, дөләтниң ширкәтләргә иқтисадий йардимини көпәйтиши керәкликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқдиған «ел мундо гезити» (El Mundo), каталонийә парламентиниң башлиқи рогер торрент (Roger Torrent) ниң, каталонийә мәсилисиниң һәл қилинишиниң, дөләтниң мәзкур районда реферандумни қобул қилиши билән мумкин болидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «рашийа тедей» (Russia Today), германийә һөкүмитиниң йавропада вухән вируси ваксиналирини тарқитиш ишлирида йүз бәргән паҗиә сәвәбидин, русийәдә йасалған ваксинани сетивелиш үстидә издиниватқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), русийә ташқи ишлар минстирлиқиниң, полша, германийә вә шиветсийәниң русийәлик дипломатларни қоғлап чиқиришиға «асассиз» дәп баһа бәргәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر