26.01.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1571206
26.01.2021

түркийә авази радийоси: германийәниң н т в (N-TV) қанили германийәниң вухән вируси (Kovid-19) ниң өзгәргән түригә қарши җиддий һаләткә өткәнликини хәвәр қилди.

италийәниң фаз (FAZ) қанили, баш министир җузуппе конте (Guiseppe Conte) ниң истепа беришни халайдиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro) фирансийә пирезиденти макронниң чәт әл ширкәт хоҗайинлириға ислаһатларниң давамлишидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргәнликини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили түркийәниң гиретсийә билән оттурисидики шәрқий ақдеңиз мәсилисини һәл қилишни халайдиғанлиқини хәвәр қилди.

мәзкур қаналда йәнә, гиретсийәниң фирансийәгә 2.5 милйард йавро қиммитидә 18 данә рафалә (Rafale) уруш айропилани закас қилғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайә әлқатариййә гезити», б д т балилар фонди (UNICEF) ниң, «сүрийәдики балиларниң йериминиң маариптин мәһрум қалғанлиқини елан қилғанлиқини» хәвәр қилди.

мәзкур гезит йәнә, бағдад айродуруми әтрапиға үч башқурулидиған бомбиниң чүшкәнликини вә террорлуқ тәшкилати даешқа қарши һәрбий һәрикәт башланғанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», исираилийә истихбарат идарисиниң башлиқи әли коһен башчилиқидики бир һәйәтниң суданни зийарәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Pais), испанийә сәһийә министири салвадор илла (Salvador Illa) ниң каталонийәдә өткүзүлидиған сайламларға диққитини мәркәзләштүрүш үчүн туйуқсиз хизмитидин истепа бәргәнликини, әмма бу қарарниң униң қоллиғучилирини вә өктичиләрни нарази қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), вухән вируси сәвәбидин испанийәниң виллена (Villena) түрмисидики %60 мәһбусниң карантин астида икәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti), «новичок» (Noviçok) намлиқ зәһәрлик химийәлик қоралларни тәтқиқ қилип йасиғучи ширкәтләрниң бири болған «лейонид риңк» (Leonid Rink) ширкитиниң, вухән вирусиға қарши үнүмлүк дора йасашни пилан қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «ведомости гезити» (Vedomosti), русийә пирезиденти владимир путинниң вухән вирусиға қарши йолға қойулған тәдбирләрни аста-аста әмәлдин қалдурулуш мумкинликини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), әзәрбәйҗан муавин пирезиденти һикмәт һаҗийевниң тағлиқ қарабағда вәзипә өтәватқан русийә тинчлиқ қисимлириниң йуқири кәспий сәвийәдә хизмәт қиливатқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر