19.01.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1566601
19.01.2021

түркийә авази радийоси: германийәниң «т-онлайн» тори (t-online.de), германийә ташқи ишлар министири һайко маасниң түркийә билән болған мунасивәтләрдә йеңи башланғучни үмид қилғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «билд.де» тори (Bild.de), германийә баш министири ангела меркелниң бүгүн (2021-йили 19-йанвар) чүштә һәр қайси иштатларниң баш миинстирлири билән көрүшүп, вухән вирусиға қарши йолға қойулидиған йеңи тәдбирләрни музакирә қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «шпийгел.де» тори (Spiegel.de), мутәхәсисләрниң һөкүмәттин техиму қаттиқ вухән вируси тәдбирлирини йолға қойушни тәләп қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, баварийә иштатида вухән вирусиниң йеңи түриниң байқалғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), испанийә санаәт вә сайаһәт ишлири министири рейес марото (Reyes Maroto) ниң, вухән вирусиға қарши ваксина әмләткәнләр үчүн «ваксина паспорти» чиқирилишиниң, сайаһәтчиликни тәкрар җанландуруши мумкинликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

чилида чиқидиған «ла терсера гезити» (La Tercera), вухән вирусиниң биразилийәдә байқалған түриниң, әнглийә вә җәнубий африқада байқалған түри билән охшашлиқини؛ һәммисиниң тез тарқилидиғанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», исираилийә һөкүмитиниң русийәдә йасалған ваксинани пәләстин земиниға киргүзүшни қобул қилғанлиқини хәвәр қилди.

«әддәстур гезити», вухән вируси сәвәбидин 13-16-майда сингапорда ечилидиған дунйа иқтисад мунбири (давос йиғини) дә, һазирқи иқтисадий, муһит, иҗтимаий вә технологийәлик қийинчилиқларниң музакирә қилинидиғанлиқини хәвәр қилди.

белгийәдә чиқидиған «лөсва гезити» (Le Soir), америка пирезиденти трампниң бәзи йавропа дөләтлири вә биразилийәгә қарита вухән вируси сәвәбидин йолға қойулған сайаһәт чәклимисини әмәлдин қалдурғанлиқини җакарлиғанлиқини, әмма әтә вәзипә тапшурувалидиған җо байдин һөкүмитиниң болса, чәклиминиң давамлишидиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, вухән вирусиға қарши туруш рамкисида тақалған, париждики диснейләнд бағчиси (Disneyland) ниң ечилишиниң 23-феврал (2021) дин 2-апрелға кечиктүрүлгәнликини хәвәр қилди.

русийәниң интерфакс агентлиқи (İnterfax)  германийәдин русийәгә қайтқан өктичи алексей навалний (Aleksey Navalnıy) ниң 15-феврал (2021) ғичә тутуп турулидиғанлиқини елан қилди.

русийәниң «коммерсант гезити» (Kommersant), германийәниң американиң «2-шималий еқим» туруба йолиға қарши ембарго қойғанлиқи тоғрилиғанлиқини хәвәр қилди.

«известийа гезити» (İzvestiya), италийәниң русийәдики баш әлчисиниң, русийәдә йасалған «Sputnik V» ваксинасини әмләткәнликини вә һечқандақ әкс тәсир көрүлмигәнликини билдүргәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر