15.01.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвирлиримиз төвәндикичә:

1564213
15.01.2020

түркийә авази радийоси: германийәниң «шпийгел.де» тори (Spiegel.de) америкада 20-йанвар вәзипә тапшурувалидиған җо байдинниң 1.9 тирилийон долларлиқ вухән вируси йардимини пилан қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, аптомобил санаитидә йерим өткүзгүч мәһсулатлиридики йетәрсизликләрниң аптомобил ишләпчиқиришта ақсашларға сәвәб болуватқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «а р д.де» тори (ard.de), германийә баш министири ангела меркел тарқилиш сүрити йуқири болған шәкли өзгәргән вирус сәвәбидин, вақитни өткүзүвәтмәстин

 һәр қайси иштатниң баш министирлири билән көрүшүп, тәдбирләрни техиму күчәйтиш үстидә сөһбәтлишишни тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «әддәстур гезити», дунйа сәһийә тәшкилатиниң йуқумниң иккинчи йилиниң техиму зор болуш мумкинликини билдүргәнликини хәвәр қилди.

«әл вәтән гезити» кувәйт нефитиниң баһасиниң өрләватқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити», рождества байримидин буйан вухән вируси билән йуқумланғанлар саниниң үч һәссә, дохтурханида йетип давалиниватқанлар саниниң икки һәссә  ашқанлиқини хәвәр қилди.

кубада чиқидиған «пренса латина гезити» (Prensa Latina), аргентина пирезиденти алберто фернандез (lberto FernandezA), бала чүшүрүшниң қанунлуқ болушини тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infobae), иран һөкүмити венезуела армийәсиниң тәлим-тәрбийәси үчүн офитсер әвәткәнликини елан қилди.

«24-франс» қанили, бәзи районларда иҗра қилиниватқан саәт 18:00 дин кейин сиртқа чиқишни чәкләш тәдбирлириниң, шәнбә (2021-йили 16-йанвар) күнидин башлап пүткүл фирансийәдә йолға қойулидиғанлиқини хәвәр қилди.

белгийәдә чиқидиған «лөсва гезити» (Le Soir), америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң, җо байдинниң вәзипә тапшурувелиш мурасими җәрйанида бәзи зораванлиқ вәқәлириниң йүз беришидин әндишә қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), твиттерниң русийәниң вухән вирусиға қарши йасап чиққан  « Vспутник» ваксинасиниң адресини тақап қойғанлиқини хәвәр қилди.

 

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), 2020-йили русийәдә пуқраларниң вә хусусий игилик тиклигүчиләрниң вәйран болуш нисбитиниң %73 гә өрлигәнликини елан қилди.


خەتكۈچ: #әл вәтән , #а р д

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر