14.01.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1563614
14.01.2021

 

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити», фирансийәдә әдлийә министири ерик дупонд-мореттиниң қанунсиз мәнпәәт йәткүзүш  билән әйиблинип, сотта дело турғузулғанлиқини хәвәр қилди .

«ле соер  гезити», белгийәдә назарәткә елинған африқалиқ йаш үчүн пайтәхт бирйусселда өткүзүлгән намайишта тоқунуш йүз бәргәнликини хәвәр қилди.

«ле монде  гезити», париж сотиниң үч сақчи мәмуриға зораванлиқ вә ирқчилиқ сәвәбидин агаһландуруш вә әйибләш җазаси бәргәнликини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, түркийә доригәрлик вә давалаш үскүнилири оргининиң, анализлири тамамланған хитай ваксиниси «CoronaVac» үчүн «җидди ишлитиш рухсити» бәргәнликини вә тәстиқтин кейин сәһийә министири фаһрәттин коҗаға тунҗи «CoronaVac»  ваксиниси әмләнгәнликини хәвәр қилди.

«<DiePresse.com> хәвәрләр тори»,  дунйа сәһийә тәшкилати (WHO) ниң  50 дөләттә ген өзгүришигә дуч кәлгән вирусниң байқалғанлиқини хәвәр қилди.

«<Tagesschau > хәвәрләр тори», германийә сәһийә министири җенс спахнниң ковид-19 йуқуми тәдбирлири чәклимисиниң февралдиму күчкә игә болидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «‹әддустур› гезити», исраилийәниң сүрийәгә қилған һуҗумида 57 кишиниң қаза қилғанлиқини хәвәр қилди.

«‹әлқудсул әрәби› гезити», (америка пирезиденти) доналд трампниң америка тарихида вәзиписдин елип ташлиниши үчүн икки қетим кеңәш палатасиға йолланған тунҗи пирезидент болуп қалғанлиқини хәвәр қилди.

«әлҗәзирә телевизийә қанили»,  канада һөкүмитидә тунҗи қетим  бир сүрийәлик көчмәнниң қатнаш министири болуп тәйинләнгәнликини хәвәр қилди.  

«‹Interfax› агентлиқи», (русийә өктичиси) алексей навалнийниң дикабирдин бери русийә сақчилириниң издәп - туруш тизимликидә барлиқини хәвәр қилди.  

русийәниң «<RBK > хәвәрләр тори»,  америка банкиси мутәхәссислириниң қаришичә, америка сайламлирида җо байденниң ғәлибә қилишиниң русийә базирида иҗабий тәсир көрситиши мумкинликини хәвәр қилди.

«<Lenta.ru> хәвәрләр тори», русийә президенти виладимир путинниң келәр һәптидин башлап русийәдә кәң көләмлик ваксина әмләш сәпәрвәрлики башлашқа буйруқ чүшүргәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Pais› гезити», испанийәдә һөкүмәтниң қар борини апитиниң тәсиригә учриғанларға йардәм беришкә вәдә бәргәнликини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «‹TeleSur› гезити», америкада даллас шәһиридә турушлуқ мексика баш консулханисиниң рәсмий тивиттер һесабида 2009-йилдин 2018-йилғичә болған арилиқта 19 миң 998 испанийәлик (америкида йашайдиған латин америкалиқ йаки испанийәликләр) ниң қорал билән өлтүрүлгәнлики һәққидики мәлуматларни һәмбәһирлигәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر