12.01.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1561990
12.01.2021

түркийә авази радийоси: германийәниң «велт.де» (Welt.de) тори, германийә баш министири ангела меркелниң, твиттерниң америка пирезиденти доналд трампниң твиттер адресини узун муддәтлик тақишиниң тоғра әмәсликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «а р д.де» тори (ard.de), әнглийәниң бир айда 15 милйон кишини әмләшни пилан қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийә ташқи ишлар министири һайко маасниң америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлидиған қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасиминиң, тинчлиқ шәкилдә вә мәсилисиз әмәлийлишишини чақириқ қилғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайә әлқатариййә гезити», исираилийә баш министири нетанйаһуниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики районларға йеңидин 800 өй селишни тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «әддәстур гезити», америкада җумһурийәтчиләрниң конгрә бинасида йүз бәргән вәқәләр сәвәбидин пирезидент трампни истепа беришкә чақирғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәидә чиқидиған «ел паис гезити», испанийәдә қаттиқ йағқан қар вә музлаш сәвәбидин мәктәпләрни 18-йанвар (2021) ғичә дәм елишқа қойуп берилгәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ла вангуардийа гезити», рождества байриминиң нәтиҗисиниң оттуриға чиққанлиқини, канарйа араллири вә астурийас районлиридин башқа, пүткүл испанийәниң вухән вируси сәвәбидин зор хәтәр астида икәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), йапонийәдә вухән вирусниң өзгәргән йеңи түриниң байқалғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас» агнетлиқи (TASS), русийәниң америка сайлимида пирезидентлиққа сайланған җо байдинниң қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасимиға тәклип қилинғанлиқини хәвәр қилди.

билдүрүлишичә, мурасимға, русийәгә вакалитән русийәниң америкада турушлуқ баш әлчиси анатоли антонов (Anatoli Antonov) қатнишидикән.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), русийәдә бир айалниң, бәдининиң аҗиз болуши сәвәбидин алтә ай бойичә вухән вирусидин қутулуш үчүн күрәш қилғанлиқини вә вирусниң у айалниң бәдинидә 18 қетим шәклини өзгәрткәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر