05.01.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1557602
05.01.2021

түркийә авази радийоси: «әлқуддус әләрәби гезити», сәуди әрәбистан билән қатарниң түнүгүн (2021-йили 4-йанвар) кәчтин башлап қуруқлуқ, деңиз вә авийатсийә қатнишини ачқанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайә әлқатариййә гезити», қатар әмири шәйх тәмим бин һамед алсаниниң «парс қолтуқи һәмкарлиқ кеңиши йиғини» ға рийасәтчилик қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «t-online.de» тор бети, германийәдә вухән вируси (Kovid-19) ға қарши туруш рамкисида елинған тәдбирләрниң йанвар ейиниң ахириғичә узартилидиғанлиқини елан қилди.

германийәниң «dpa» тор бети, вухән вирусиниң сайаһәтчиликни 1990-йилиниң сәвийәсигә чүшүргәнликини хәвәр қилди.

австирийәниң «нахистен» (nachrichten.at) тор бети, әнглийә билән җәнубий африқада көрүлгән вухән вирусиниң йеңи түриниң, австирийәдиму байқалғанлиқини елан қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), әнглийә баш вәзири борис җонсонниң пүткүл дөләтни қайтидин карантин астиға алғанлиқини елан қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), фирансийәдә ваксина әмләш хизмәтлириниң аста болушиниң, иқтисадниң йахшилинишиға тәсир көрситиватқанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, фирансийәниң башқа қошна дөләтләрниң дәл әксичә, мәктәпләрни қайтидин ачидиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), каталонийә аптоном райониниң вирусниң тез тарқилиши сәвәбидин барлиқ йәрлик һөкүмәтләрни 10 күн тақиғанлиқини елан қилди.

мексикада чиқидиған «ел миленийо гезити» (El Milenio), б д т хәвпсизлик кеңишиниң вақитлиқ әзалиқиға сайланған мексиканиң, қорал-йарағларни контрол қилиш мәсилисигә һәммидин бәк әһмийәт беридиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), американиң руменийәгә «MQ-9 Reaper» типлиқ учқучисиз айропиланларни орунлаштурғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), русийәдә елип берилған бир тәтқиқат нәтиҗисигә асасланғанда, хәлқниң %33 и 2021-йилида һәммидин бәк ишсиз қелиштин қорқидикән. %27 хәлқ пулсиз қелиштин, %11 хәлқ бу йил (2021) ниң өткән йилидикигә қариғанда техиму начар болушидин қорқидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر