17.11.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1529139
17.11.2020

түркийә авази радийоси: германийәдә чиқидиған «тагесшав.де» тори (Tagesschau.de), америка модерна (Moderna) ширкити тәтқиқ қилип йасап чиққан вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси үнүминиң %94.5 кә йәткәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «б з-берлин.де» тори (bz-berlin.de), германийә баш министири ангела меркел билән берлин шәһәр башлиқи мишел мүллер (Michael Müller) ниң оттурисида «дөнәр кавипи» талаш-тартишиниң йүз бәргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, вухән вируси йиғинида, баш министир меркел дөнәр өчирәтлирини тилға елип, берлин шәһәр башлиқиға тәдбирләрни чиңитишни ейтқан. берлин шәһәр башлиқи болса, меркелгә қарши чиққан. шуниң билән, икки рәһбәр оттурисидики талаш-тартиш, йиғинниң нәтиҗисиз ахирлишишиға сәвәб болған.

германийәниң «велт.де» тори (Welt.de), германийәдә иштат баш министирлириниң мәктәпләр үчүн техиму күчәйтилгән вухән вируси тәдбирлирини йолға қойуш тәклиплирини рәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Paíís), венгрийә билән полшаниң испанийә интайин еһтийаҗлиқ болған «қутқузуш фонди» ни рәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

мексикада чиқидиған «ел универсал гезити» (El Universal), өзара достларниң көңүл ечиш паалийәтлири вә уруқ-туғқан зийарәтлириниң, вухән вирусиниң тарқилишидики муһим амиллар икәнликини хәвәр қилди.

перуда чиқидиған «ла репаблика гезити» (La Repuública), франсиско сагастиниң перуниң йеңи пирезиденти болғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), фирансийәдә карантинниң кичик магезинларни вәйран қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған«ле монде гезити» (Le Monde), америка модерна ширкити йасиған вухән вируси ваксинаси үнүминиң %94.5 кә йәткәнликини хәвәр қилди.

белгийәдә чиқидиған «лөсва гезити» (Le Soir), белгийәдә вухән вируси күнлүк йуқум саниниң 5 миңниң астиға чүшкәнликини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», америка пирезиденти доналд трампниң сайламда җо байдинниң ғәлибисини қобул қилғанлиқини, әмма сайламда сахтипәзлик қилинғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «әл дустур гезити», ливанниң вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрниң көпийиши сәвәбидин «омумийүзлүк тақаш» ниң елан қилинғанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», әрәб бирләшмә хәлипилики һава йоллири ширкитиниң дубәй вә тел авив оттурисида пиланлиқ айропилан сәпәрлирини башлайдиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), әрменийә пирезиденти саркисйанниң дөләттә муддәттин бурун парламент сайлимиға тәййарлинишни чақириқ қилғанлиқини хәвәр қилди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر