10.11.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1525066
10.11.2020

түркийә авази радийоси: қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», америкада йеңи нөвәтлик пирезидентлиққа сайланған җо байдинниң, «һәмминиң пирезиденти болимән... вә вухән вируси ваксинаси һәқсиз болиду» дегәнликини хәвәр қилди.

әнглийә пайтәхти лондонда әрәбчә чиқидиған «әлқуддус әләрәби гезити», әрменийә баш министири никол пашинйанниң: «русийә вә әзәбәйҗан рәһбәрлири билән ‹ечинишлиқ› келишим имзалидим» дегәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «з д ф.де» тори (zdf.de), германийә сәһийә министири йенс шпан (Jens Spahn) ниң, бионтек (Biontech) вә файзер (Pfizer) ширкәтлириниң үчинчи басқучлуқ клинкилиқ синақлирида вухән вирусиниң %90 тизгинләнгәнлики тоғрисидики байанатлири үстидә тохтилип: «кишини җасарәтләндүриду» дегәнликини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийәниң 18 йилда түркийә деңиз армийәсигә 522 милйон йавролуқ експорт рухсити бәргәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), испанийә аксийә базири(IBEX)  ниң, вухән вируси ваксинаси тәтқиқатлиридики илгириләшләр нәтиҗисидә, йеқинқи 10 йилдики әң йуқири сәвийәни көрүп, күнни ахирлаштурғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Pais), американиң сайламда утуп чиққан пирезиденти җо байдин зидиләрни йахшилашни халайдиғанлиқини вә американиң охшимиған йөнүлүшкә қарап меңиватқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), лион шәһириниң әтрапида хәвпсизлик тармақлири билән бир гуруппа йашлар арисида тоқунуш йүз бәргәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, русийә пирезиденти владимиз путин вә әрменийә баш министири никол пашинйанниң қарабағда уруш тохтитишни қарар қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас» агнетлиқи (TASS), уруш тохтитиш қарари елан қилинғандин кейин, русийә тинчлиқ сақлаш қисимлириниң тоққуз айропилан билән қарабағқа әвәтилгәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya) путинниң йеңидин сайланған америка пирезиденти җо байдинни рәсмий сайлам нәтиҗилири елан қилинғандин кейин тәбрикләйдиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر