04.11.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрләрниң асасий мәзмунлири төвәндикичә:

1521609
04.11.2020

түркийә авази радийоси: әлҗәзирә телевизийәси, авистирийә телевизийәсиниң йариланған сақчини қутқузувалған икки түркни махтиған хәвәрни тарқатқанлиқини елан қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», африқадики малави җумһуриийитиниң қуддуста әлчихана ечишни пиланлиғанлиқини хәвәр қилди.

мәзкур гезиттә йәнә, әнглийә һөкүмитиниң фирансийә вә австирийәдә һуҗум қилиш вәқәлири йүз бәргәндин кейин, террорлуққа қарши агаһландуруш дәриҗисини йуқири көтүргәнликини хәвәр қилди.

«24-фиранс» қанили, фирансийә һөкүмитиниң карантиндин ғәлибә билән чиқиш үчүн 2020-йиллиқ хамчотни қайта көздин кәчүрүшкә мәҗбур болғанлиқини елан қилди.

германийәдә чиқидиған «велт.де» тори (Welt.de) икки түркниң австирийә пайтәхти вийеннада йариланған сақчиниң һайатини қутқузуп қалғанлиқини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «франкфуртер алгемайне зәйтуң гезити» (Frankfurter Allgemeine), германийәдики йеңи вухән вируси (Kovid-19) чәклимилириниң иқисадий ешишқа еғир зәрбә бәргәнликини, әмма һәммә саһәгә охшаш шәкилдә тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, австирийә ички ишлар министири карл нихаммер (Karl Nehammer) ниң вийеннадики террорлуқ һуҗумиға мунасивәтлик бирдин көп йип учиниң байқалғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ла вангурдийа гезити» (La Vanguardia), испанийәдә вухән вирусиниң иккинчи долқуниниң һазирдин башлапла йашанған кишиләргә тәсир көрситишкә башлиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), америкада өткүзүлгән сайламда, пирезидент трампниң һәл қилғуч чоң иштатларда үстүнлүккә игә икәнликини елан қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infobae), чили һөкүмитиниң сиртқа чиқиш бәлгилимилирини йумшатқанлиқини вә иккинчи қетимлиқ вухән вируси (Kovid-19) долқунидин йирақ туруш үчүн хәлқни өзини қоғдашқа чақирғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «газәтәм.ру» тори (Gazetem.ru), русийә ташқи ишлар министири сергей лавровниң түркийә билән қарабағ мәсилисидә, мәсилини һәл қилиш тиришчанлиқларниң давамлишидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), йеңи мотор орнитилған «Tu-160 M» типлиқ бомбардиманчи айропиланниң тунҗи қетимлиқ синақ учушниң ахирлашқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), вийеннада йүз бәргән террорлуқ һуҗумиға мунасивәтлик тутулғанлар арисида шималий кавказлиқ бир көчмәнниң барлиқини елан қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر