02.11.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған иәвәрлиримизниң асасий мәзмунлири төвәндикичә:

1520147
02.11.2020

түркийә авази радийоси: фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), тунис пирезиденти қаис сәидниң қанунсиз көчмәнләр мәсилиси бойичә фирансийә пирезиденти макрон билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), канаданиң кубек иштатида бир кишиниң қилич билән икки кишини өлтүрүп, бәш кишини йариландурғанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, йавропа дөләтлириниң вухән вируси (Kovid-19) ға қарши туруш рамкисида қайтидин карантин тәдбирлирини йолға қойуватқанлиқини؛ бу чәклимиләргә қарши наразилиқ намайишлириниңму йүз бериватқанлиқини хәвәр қилди.

 әлҗәзирә қанили, алҗирийәдә асасий қанун реферандуминиң белитини санаш ишлириниң давамлишиватқанлиқини елан қилди.

әнглийә пайтәхти лондонда әрәбчә чиқидиған «әл қуддус әләрәби гезити», дунйа сәһийә тәшкилатиниң директори тедрос адханом ғебрейесус (Tedros Adhanom Ghebreyesus) ниң карантин астида икәнликини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», қатар әмири шәйх тамим бин һамед әлсаниниң ливийә алий дөләт кеңишиниң башлиқи иалид аммар әл мишрини қобул қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийә сәһийә министириниң алдимиздики қиш айлирида кишиләрниң вухән вируси (Kovid-19) тәдбирлиригә бойсунушини вә техиму диққәт қилишини тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ла вангуардийа гезити» (La Vanguardia), 15 күн бурун йолға қойулған вухән вируси тәдбирлириниң каталонийәдә тәсириниң көрүлүшкә башланғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), америка дөләт хәвпсизлик агентлиқи (NSA)  ниң сабиқ хизмәтчиси едвард сновден (Edward Snowden) ниң америка билән русийәгә қош пуқралиқ үчүн илтимас сунғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас» (TASS) агентлиқи,  беларусийә өктичи партийәсиниң рәһбири светлана тихановскайаниң йавропа дөләтлирини өктичиләрни техиму актип қоллашқа вә һөкүмәткә болған бесимини техиму күчәйтишкә чақирғанлиқини (SvetlanaTihanovskaya ) хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru),  аптоматик қораллар орнитилған һәрбий аптомобилларниң наразилиқ намайишлири давамлишиватқан беларусийә пайтәхти минскқа киргәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر