20.10.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1512426
20.10.2020

түркийә авази радийоси: әлҗәзирә телевизийәси, фирансийәниң өчмәнлик җинайитигә мунасивәтлик 80 дело үстидә тәкшүрүш башлиғанлиқини, бир җамәни тақаш тоғрисида буйруқ чүшүргәнликини вә онларчә чәт әлликни чеградин қоғлап чиқириш үчүн тәййарлиниватқанлиқини хәвәр қилди.

әнглийә пайтәхти лондонда әрәбчә чиқидиған «әлқуддус әләрәби гезити», әрәб бирләшмә хәлипиликиниң тунҗи йолучилар айропиланиниң исираилийә айродурумиға қонғанлиқини хәвәр қилди.

мәзкур гезит йәнә, америка пирезиденти доналд трампниң, «америка суданни террорлуқни қоллиған дөләтләр тизимликидин чиқириду» дәп ейтқанлиқини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «франкфуртер ғуншав гезити» (Frankfurter Rundschau), шималий қибрис түрк җумһурийитидә һакимийәт алмашқанлиқини, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң шималий қибрис түрк җумһурийитиниң җумһур рәисликигә сайланған әрсин татарни қоллап, махтиғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийәниң 2027-йили өткүзүлидиған айаллар дунйа путбол лоңқиси мусабиқисигә саһибханлиқ қилиш үчүн белгийә вә голландийә билән бирликтә илтимас сунидиғанлиқини елан қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), иреландийәдә қайтидин карантин дәвриниң башланғанлиқини, канадада бир күндә 200 миңдин артуқ кишиниң йуқумланғанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, вухән вируси сәвәбидин оттуриға чиққан сәһийә киризисиниң бир нәтиҗиси сүпитидә, фирансийәдә кәмбәғәлликниң барғансери көпийиватқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), әгәр испанийә қанун системиси үстидә ислаһат қилмиса, йавропа иттипақиниң бесим қилишни күчәйтидиғанлиқини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «ел нәшинал гезити» (El Nacional), биразилийә пирезиденти болсонарониң вухән вируси ваксинасиниң биразилийәдә мәҗбур болмайдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» (Lenta.ru) хәвәрләр тори, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев вә әрменийә баш министири никол пашинйанниң, русийә пайтәхти москвада көрүшүшкә тәййар икәнликлирини ейтқанлиқини елан қилди.

русийәниң «тас агнетлиқи» (TASS), әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң, «әрменийә иҗабий дийалогни башлиса, баку тоқунушларни тохтитиду» дегәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «газәтәм.ру» (Gazetem.ru) тори, вухән вирусиниң русийә сайаһәтчиликигә еғир тәсир көрсәткәнликини вә иқтисадий зийанниң 600 милйард рубли болғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر