06.10.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1503646
06.10.2020

түркийә авази радийоси: умманда чиқидиған «вәтән гезити», дунйа сәһийә тәшкилатиниң дунйа нопусиниң %10 ниң вухән вируси (Kovid-19) билән йуқумланғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», қатарда енергийә билән мунасивити болмиған хусусий ширкәтләр иқтисадиниң, сентәбир ейида ашқанлиқини хәвәр қилди.

ливанда чиқидиған «әлмустәқбәл гезити», ирақ пайтәхти бағдадта чәт әл әлчиханилири вә һөкүмәт биналири җайлашқан йешил районға башқурулидиған бомба етилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «билд.де» тори (Bild.de), америка пирезиденти доналд трампниң вухән вирусиға қарши даваланғандин кейин, ақсарайға қайтқанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийә парламнетида маска тақаш бәлгилимисиниң йолға қойулғанлиқини елан қилди.

испанийәдә чиқидиған «лавангуардийа гезити» (La Vanguardia), америка пирезиденти доналд трампниң дохтурханидин чиқип, америкалиқларниң вирустин қорқмаслиқи керәкликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infobae), делта вә гамма тиропик боранлириниң, мексиканиң йуҗатан вә квинтанаро районлириға тәһдит салғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), париж шәһиридә йуқири сәвийәгә чиқирилған вухән вирусиға қарши туруш тәдбирлирини иҗра қилишниң башланғанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, марселйа шәһириниң өзиниң билим кеңишини тәшкилләйдиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәидә чиқидиған «либерейшин гезити» (Libération), ексанмобил (ExxonMobil) ширкитиниң 2021-йилиниң ахириғичә йавропада 1600 хизмәтчини иштин бошитидиғанлиқини елан қилди.

русийәниң «тас» агентлиқи, қирғизистан пирезиденти соронбай җәенбековниң мәркизи сайлам кеңишигә сайлам нәтиқилирини тәкшүрүшини, зөрүр болса әмәлдин қалдуруш тоғрисида пәрман чүшүргәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» (Lenta.ru) тори, қирғизистандики намайишчилар сабиқ пирезидент алмазбек атамбайевни түрмидин чиқарғанлиқини хәвәр қилди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر