22.09.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1495109
22.09.2020

түркийә авази радийоси: әлҗәзирә қанили, «милйардларчә доллар вә бәзи тәләпләр: мана суданниң әрәб бирләшмә хәлипиликиниң пайтәхти абудабида исираилийә билән учрашқанда, исираилийәгә қойған мунасивәтләрни нормаллаштуруш шәртлири » сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», қатарда вухән вируси (Kovid-19) ниң тарқилишиниң алдини елиш үчүн йолға қойулған «өйдә олтуруш» тәдбиригә бойсунмиған алтә кишиниң тәптишкә әвәтилгәнликини хәвәр қилди.

әнглийә пайтәхти лондонда әрәбчә чиқидиған «әл қуддус әләрәби гезити», кувәйтниң пайтәхти шәрқий қуддус болған пәләстин дөлитиниң қурулушини қоллайдиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «шпийгел.де» тори (Spiegel.de), әнглийә баш вәзири борис җонсонниң хәлқтин күнсери көпийиватқан йуқум сәвәбидин өйидә ишләшни тәләп қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийәлик бир йуқум кесәлликлири мутәхәссисиниң: «маскилар хели узунғичә һайатимизниң бир парчиси болиду» дегәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), фирансийәниң страсбург (Strasbourg) сақчи идарисидә хизмәт қилидиған икки сақчиниң, ирқий айримичилиққа вә тәһдит селишқа учриғанлиқи  үчүн җиайәт мәлум қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), парламентниң бир доклатида, фирансийәниң мусапирларни җәмийәткә маслаштуруш мәсилисидә, техиму көп күч сәрп қилиши керәкликиниң тәкитләнгәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), йуқумлуқ кесәлликләр мутәхәссиси алберто гарсийа (Alberto Garca) ниң: «вухән вирусиға қарши турушта, һечбиримиз тәдбирләр йолға қойулғанда зиммимизгә чүшкән вәзипини толуқ ада қилмидуқ» дегәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), испанийәниң вухән вирусиниң иккинчи долқуниниң башлинишидин әндишә қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел нәшинал» гезити (El Nacional), америка муавин пирезиденти майк пенсниң венезуеладики өктичи рәһбәр хуән гуайдо билән көрүшүп, американиң вәдисини тәкрарлиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru),  түркийә-русийә әскәрлириниң идлибтикиM-4  ташйолида чарлаш ишлирини қайтидин башлайдиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «коммерсант гезити» (Kommersant), «германийәниң зүддайчә зәйтуң гезити» дә, русийәлик өктичи алексей навалний (Aleksey Navalnıy) ниң зәһәрлинишигә мунасивәтлик вәқә германийә земинида йүз бәрмигәнлики үчүн, вәқә үстидә тәкшүрүш елип баралмайдиғанлиқиниң хәвәр қилинғанлиқини елан қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti), русийә ташқи ишлар министири сергей лавровниң б д т омумий кеңишидә, дунйаниң бөлүнүштин һарғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر