15.09.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1490890
15.09.2020

түркийә авази радийоси: қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», дунйа тәййарлиқлар көзитиш кеңишиниң, «дунйа рәһбәрлири вухән вирусиға тәййар әмәс иди» дегәнликини хәвәр қилди.

ливанда чиқидиған «әддәстур гезити», ливийә пайтәхти тириполида чиққан қораллиқ етишишта төт әскәрниң өлгәнликини хәвәр қилди.

әнглийә пайтәхти лондонда әрәбчә чиқидиған «әл қуддус әләрәби гезити», исираилийә билән әрәб бирләшмә хәлипиликидики әң чоң икки банканиң, тинчлиқ келишими һарписида «келишим» имзалиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «билд.де» тори (Bild.de), баш министир ангела меркелниң гиретсийәдики мусапирлар үчүн йардәм пилани елан қилип, гиретсийәниң мидилли арилидин техиму көп мусапир қобул қилишни халайдиғанлиқлирини билдүргәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «шпийгел.де» тори (Spiegel.de), америкадики даңлиқ милйардер карханичи бил гейтес (Bill Gates ) ниң өзи һәққидики вухән вирусиға мунасивәтлик әйибләшләргә: «вухән вирусини мән тапмидим» дәп җаваб қайтурғанлиқини хәвәр қилди.

«а р д» тори (ard.de), америка пирезиденти трампниң вухән вирусиға қарши қолидин келидиған барлиқ тиришчанлиқни көрсәткәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), испанийә баш тәптиш мәһкимисиниң, алий сот мәһкимисидин вухән вируси сәһийә киризисини башқуруш үчүн педро санчез һөкүмитигә қаритилған барлиқ әйибләшләрни рәт қилишни тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), испанийә пайтәхти мадридтики мәркизи дохтурханиниң бунчивала көп вухән вируси бимари үчүн дохтур йоқлуқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infobae), америка мәсуллириниң венезуела пирезиденти николас мадурониң муһим кишилиридин алекс сааб (Alex Saab) қа четилидиған 700 милйон долларни тоңлатқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), бир тәтқиқат нәтиҗисидә, фирансийә хәлқиниң көпинчисиниң өлүм җазасини йолға қойушни қоллайдиғанлиқиниң оттуриға чиққанлиқини хәвәр қилди.

белгийәдә чиқидиған «лөсва гезити» (Le Soir), белгийәдә вухән вируси билән йуқумлиниш вә дохтурханида балнестқа елиш санидики ешишниң изчил ешиватқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «рунийус24.ру» тори (RuNews24.ru), краснойарск-истанбул айропилан сәпәрлириниң 2020-йили 1-өктәбирдин тартип башлинидиғанлиқини елан қилди.

русийәниң «р т» телевизийәси (RT), путинниң беларусийәгә 1.5 милйард доллар қәрз беридиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «ведомости гезити» (Vedomosti), нийу йорк таймес гезитиниң русийәдики парихорлуққа қарши туруш вәхписиниң қурғучиси өктичи алексей навалнй (Aleksey Navalny) ниң русийәгә қайтишни пилан қиливатқанлиқини хәвәр қилғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر