27.08.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1479947
27.08.2020

түркийә авази радийоси: фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), фирансийә һөкүмитиниң вухән вируси (Kovid-19) мәсилисидә ишәнчни ашуруш үчүн бәлгилимиләрни чиңитидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), иранниң хәлқара атом енергийәси идарисиға гуманлиқ икки мәшғулат райониға киришкә рухсәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

«-24франс» қанили, 2021-йиллиқ давос дунйа иқтисад мунбириниң вухән вируси сәвәбидин 2021-йилиниң йаз пәслигә кечиктүрүлгәнликини хәвәр қилди.

«нийус сабаһ гезити», ирақ сәһийә министирлиқи ирақта зукам ваксенисиниң барлиқ пуқраларға урулидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әл қатариййа гезити», қатарниң ливийә мәсилисини сийасий җәһәттин һәл қилиш үчүн тиришиватқанлиқини хәвәр қилди.

әнглийә пайтәхти лондонда әрәбчә чиқидиған «әл қуддус әләрәби гезити», ливанда ийул ейида пул пахаллиқиниң %100 дин ешип кәткәнликини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, шәрқий ақдеңизда түркийә-америка ортақ тәлим-тәрбийә маневири өткүзүлидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «тагесшав.де» тори (Tagesschau.de), гиретсийәниң деңиз тәвәликини 12 милға чиқиридиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), испанийәдә елип берилған бир тәтқиқат доклатида, вухән вирусиниң балилар арисидики «йуқумлиниш нисбити» ниң омумий нопусниң алтин биригә тоғра келидиғанлиқиниң билдүрүлгәнликини хәвәр қилди.

панамада чиқидиған «ла пренса гезити» (La Prensa), америкада лора қуйуни хәтәрлик дәриҗисиниң интайин хәтәрлик болған төткә чиқирилғанлиқини  хәвәр қилди.

русийәниң «газәтә.ру» тори (Gazete.ru), американиң русийәгә қаритилған ембарго тизимликини йеңилиғанлиқини вә русийә мудапиә министирлиқиға қарашлиқ икки тәтқиқат иниститутиниң киргүзүлгәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «р б к агентлиқи» (RBK), сүрийәдә чарлаш елип бериватқан русийә аптомобилиниң америка һәрбий аптомобилиға соқулуши нәтиҗисидә, бир қанчә америка әскириниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), русийәниң һавада вухән вирусини байқийалайдиған бир аппарат йасиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر