18.08.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1474874
18.08.2020

түркийә авази радийоси: испанийәдә чиқидиған «ла вангуардийа гезити» (La Vanguardia), испанийәниң шималиға җайлашқан баск райони вухән вируси (Kovid-19) ға қарши сәһийә җиддий һаләт елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәниң «а б с гезити» (ABC), кубаниң вухән вируси билән йуқумланған бемарларни давалаш үчүн венезуелаға 1 миң 730 дохтур әвәткәнликини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infobae), венезуела мәркизий банкасидики алтун записиниң 50 йилдин буйанқи әң төвән сәвийәгә чүшкәнликини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «франкфуртер алгемайне зәйтуң гезити» (Frankfurter Allgemeine Zeitung), баш министир ангела меркелниң қисқа вақит маашини бериш бәлгилимисини узартишқа иҗабий қарайдиғанлиқини  хәвәр қилди.

германийә авази радийоси,  германийә ташқи ишлар министири һайко маасниң ливийәдики «кишини алдайдиған сүкүт» тоғрисида агаһландурғанлиқини хәвәр қилди.

әнглийә пайтәхти лондонда әрәбчә чиқидиған «әл қуддус әләрәби гезити», америка пирезиденти трампниң куйиоғли вә мәслиһәтчиси кушнерниң сәуди әрәбистанни исираилийә билән мунасивәтлирини нормаллаштурушқа һәйдәкчилик қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

әлҗәзирә қанили, америка пирезиденти трампниң, «демократларниң пирезидент кандидати җо байдин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға охшаш рәһбәрләрниң қаршисиға чиқалмайду» дегәнликини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акарниң, ливийә һөкүмитиниң баш министири файиз әссараҗ вә қатар дөләт мудапиә министири халид бин муһәммәд әлатиййә билән, пайтәхт тириполида ливийәниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «р б к» тори (RBK), русийә енергийә министири александир новак (Aleksandr Novak) ниң вухән вируси билән йуқумланғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti), беларусийәдә өткүзүлгән сайламда ғәлибә қилғанлиқи илгири сүрүлгән александир лукашенкониң өктичиләргә сайлам беләтлирини қайтидин санашни тәклип қилғанлиқини, әмма рәт җаваби алғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), американиң йадро қораллирини заманивийлаштурушта хитай билән русийәниң кәйнидә қалғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийин гезити» (Le Parisien), фирансийә пирезиденти макронниң хәлқни вухән вирусиға қарши диққәт қилшқа вә иттипақлишишқа чақирғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), фирансийә пирезиденти макронниң вухән вируси сәвәбидин оттуриға чиққан иқтисадий вә иҗтимаий мәсилиләрдин әндишә қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

шивейтсарийәдә чиқидиған «ле темпс гезити» (Le Temps), канада малийә министири бил морнийу (BillMorneau) ниң һоқуқидин истепа бәргәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر