17.12.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1324660
17.12.2019

 түркийә авази радийоси: германийәниң «т-онлайн.де» тори (t-online.de), гиретсийә баш министири мичотакисниң, германийәниң гиретсийәдән техиму көп мусапир қобул қилиши керәкликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, исираилийәниң қуддуста сода вакаләтханиси ачқанлиқини хәвәр қилди.

сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әшшәрқ әләвсат гезити», демократларниң пирезидент трампни һоқуқидин қалдуруш үчүн урушқа тәййарлиниватқанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әл қатариййа гезити», қатар әмири қатарниң пәләстин хәлқигә болған садиқ вә қоллаш позитсийәсини тәкрарлиғанлиқини хәвәр қилди.

әнглийә пайтәхти лондонда инглизчә чиқидиған «әл қуддус әләрәби гезити», әнглийә баш вәзири борис җонсонниң биринчи қарариниң, исираилийәни байқут қилиш һәрикитини җазалаш үчүн қанун тәклип лайиһәси сунуш болғанлиқини хәвәр қилди.

 әлҗәзирә телевизийәси, мисир пирезиденти сисиниң ливийәдили һафтәр күчлирини қоллиғанлиқлирини етирап қилғанлиқини хәвәр қилип, чәт әлләрниң ливийәниң ички ишлириға арилашқанлиқини тәнқид қилди.

русийәниң тас агентлиқи, русийә билән сүрийә бәшшар әсәд һакимийитиниң ақдеңизда бирликтә һәрбий маневир өткүзидиғанлиқини елан қилди.

русийәниң «газәтәм.ру» (Gazetem.ru) тори, җамаәт әслиһәлири баш тәптиши шәрәф малкочниң русийә пайтәхти москвада түркийә сода-санаәтчилири көрүшкәнликини хәвәр қилди.

«1-русийә» телевизийәси, русийә пирезидентиниң байанатчиси песковниң, «идлибтә түркийәдин башқа таллаш йолимиз йоқ» дегәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел перийодико гезити» (El Periódico), венезуелада мадуро һөкүмитиниң америка ембарголири үстидин ғалип келиш үчүн 2020-йиллиқ хамчотни сунғанлиқини хәвәр қилди.

кубада чиқидиған «а д н гезити» (ADN), иқтисад журнилиниң доклатида, никарагуаниң латин америкадики әң муқимсиз дөләт дәп баһаланғанлиқини хәвәр қилди.

арәентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infobae), аргентинаниң қитәсидә дунйадики әң заманиви вә көп мәқсәттә ишлитилидиған йадро реакториға игә тунҗи дөләт болидиғанлиқини хәвәр қилди.  

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийен гезити» (Le Parisien), омумийүзлүк иш ташлаш сәвәбидин париждики меһмансарай вә ресторанларниң тиҗаритиниң %30 дин %60 гичә төвәнләп кәткәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), 2019-йилида дунйада өлтүрүлгән журналистлар саниниң 49 ға чиққанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, һиндистанда пуқралиқ қануниға қарши партлиған намайишларниң давамлишиватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر