06.11.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1301082
06.11.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда чиқидиған «әшшәрқ әләвсат гезити», «рийад келишими» ниң йәмәндә мәсилини сийасий йол билән қилишниң йолини ачидиғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», түркийә җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калинниң, «тинчлиқ булиқи һәрикити террорлуқ дөлити қурулушини тости» дегәнликини хәвәр қилди.

умманда чиқидиған «вәтән гезити», ирақта намайишларниң давамлишиватқанлиқини, өлүм йетим-һадисилириниң көпәйгәнликини вә интернетниң тақалғанлиқини хәвәр қилди.

германйә авази радийоси германийә һөкүмитиниң дөләттә токлуқ аптомобил сетивелишни риғбәтләндүрүш үчүн йеңи қәдәм ташлашқа тәййарлиниватқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «велт.де» тори (Welt.de), африқадин йавропаға бериш үчүн йолға чиққан мусапирларниң деңиздин көп чөлдә җенидин айрилидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «тагесшав.де» тори (Tagesschau.de), пакистанниң 2016-йилидин буйан германийәдин йадро, химийәлик вә биологийәлик қорал сетивелишқа урунуп кәлгәнликини хәвәр қилди.

русийә «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti ), тунҗи қетимлиқ саинт петерсбург-түркийә сода-санаәтчиләр мунбирини 2020-йили өткүзүшниң пилан қилиниватқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), украина пирезиденти зеленскиниң бир америкалиқни мәслиһәтчилик вәзиписигә тәйинлигәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «коммерсант гезити» (Kommersant), америка һөкүмитиниң русийәниң 2020-йили өткүзүлидиған сайламға тәсир көрситидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийин гезити» (Le Parisien), фирансийәдики мусулманларға қарши болған ирқий айримичилиқиниң биарамлиқ пәйда қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили» әң көп издиливатқан иккинчи террористниң өлтүрүлгәнликини иәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), фирансийә һөкүмитиниң мусапирларниң сәһийә хизмәтлиридин пайдилинишини қийинлаштурушни пиланлаватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر