23.07.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1240667
23.07.2019

түркийә авази радийоси: ливанда чиқидиған «әлһайат гезити», москваниң сүрийәдә бир базарға һуҗум қилғанлиқини рәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әлшәрқ әләвсат гезити» (Alsharq Alawsat), америка пирезиденти трампниң, «иранниң америка мәкизий ахбарат идарисиниң җасуслирини туттуқ дегини пүтүнләй йалған» дегәнликини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», генерал һафтәрниң бир һава армийә учқучисиниң тунисқа қечип кәткәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «билд. де» (Bild.de) тори, җәнубий корейәниң русийә айропиланиға оқ чиқарғанлиқини вә русийә айропиланиниң һава тәвәликигә хилаплиқ қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «тагесшав . де» (Tagesschau.de) тори, чәт әлләрдә қурулмақчи болған йеңи волксваген (Volkswagen) фабрикаси үчүн түркийәниң йахши пурсәткә игә икәнликини؛ сәуди әрәбистан билән булғарийәниңму намзат дөләтләр қатарида икәнликини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, йавропа иттипақиға әза 14 дөләтниң ақдеңизда қутқузувелинған мусапирларни бөлүшүшни қобул қилғанлиқини вә бу хәвәрни фирансийә пирезиденти макронниң елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «лавангуардийа гезити» (La Vanguardia), венезуелада кәң көләмдә ток тохтап, хәлқниң қараңғулуқта қалғанлиқини хәвәр әқилди.

испанийәниң «елдийарийо. ес» (Eldiario.es) тори, киризис ичидики никарагуаниң ташқи ишлар министириниң бәш дөләт билән болған мунасивәтлирини күчәйтиш үчүн, чәт әл зийаритини башлайдиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «российскайа гезити» (Rossiyskaya), түркийәниң «S-400» запчаслирини йасашни башлиши мумкинликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), б д т вә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң, украинада мәхпий түрмиләрниң барлиқини тоғрилиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), фирансийәдә йуқири температура сәвәбидин 56 районда қизғуч сериқ агаһландуруш елан қилинғанлиқини хәвәр  қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийен гезити» (Le Parisien), фирансийәниң исираилийә армийәсиниң пәләстинликләрниң өйлирини өрүветишини әйиблигәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر