хақан фидан лондонда гретсийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири хақан фидан әнгилийәниң пайтәхти лондонда гретсийә ташқи ишлар министири йоргос йерапетритис билән көрүшти.

2132807
хақан фидан лондонда гретсийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси өнҗү кәчәли X иҗтимаий алақә суписида хақан фидан билән йерапетритисниң учришиши тоғрисида учур һәмбәһирлиди.

байанатчи өнҗү кәчәли һәмбәһирлигән учурда, «һөрмәтлик гретсийә баш министири (кирйакос митсотакис) ниң йеқинда әнқәрәдә елип баридиған зийаритиниң тәййарлиқлири даирисидә, түркийә вә гретсийә ташқи ишлар министирлири бүгүн (түнүгүн 27- апрелда) лондонда учрашти. учришишта икки дөләт мунасивәтлиридин башқа йәнә, район характерлиқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр музакирә қилинди» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر