түркийә иқтисади бултур ٪4.5 ашти

түркийә истатистика оргини түркийәниң 2023-йиллиқ иқтисади әһвалиға мунасивәтлик санлиқ рәқәмләрни елан қилди.

2109066
түркийә иқтисади бултур ٪4.5 ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини,  2023-йилидики ишләпчиқириш усули бойичә һесабланған <ички ишләпчиқириш омумий қиммити (GDP)>ниң нәтиҗисини елан қилди.

буниңға асасланғанда, түркийә иқтисадий бултур %4.5, 2023-йилиниң ахирқи чарикидә болса, ٪4 ашқан.

һазирқи баһа бойичә, ички ишләпчиқириш омумий қиммити 2023-йили 2022-йилиға селиштурғанда, ٪75 ешип, 26 тирилйон 276 милйард 307 милйон лираға йәткән.

киши бешиға тоғра келидиған ички ишләпчиқириш омумий қиммити 307 миң 952 лира (13миң 110доллар) дәп һесабланған.

шундақ қилип, түркийә иқтисади уда 14 пәсил арқа-арқидин ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر