сәуди әрәбистан тәрәққийат фонди түркийә билән қәрз келишими имзалиди

сәуди әрәбистан тәрәққийат фонди түркийә билән 55 милйон долларлиқ йеңи қәрз келишими имзалиғанлиқини елан қилди.

2105544
сәуди әрәбистан тәрәққийат фонди түркийә билән қәрз келишими имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан тәрәққийат фонди байанат елан қилип, мәзкур қәрзниң «һөкүмәт мәктәплиридики йәр тәврәш хәвпини азайтиш түри»гә ишлитилидиғанлиқини билдүрди.

истанбулда өткүзүлгән түркийә-сәуди әрәбистан селинма вә сода мунбиридә имзаланған келишим даирисидә елинидиған қәрз көлими тәхминән 55 миң кивадрат метир келидиған 5 аммиви мәктәпни әслигә кәлтүрүш ишлириға сәрп қилиниду.

бу арқа көрүнүштә, түр даирисигә киргүзүлгән мәктәпләр йәр тәврәш сәвәбидин келип чиқиши мумкин болған хәтәрләрдин қоғдилидикән؛ мәктәпләргә керәклик үскүниләр вә мәбләғ аҗритилип, маарип сүпити вә үнүминиң изчиллиқиға капаләтлик қилинидикән.

сәуди әрәбистан тәрәққийат фонди мәбләғ салған бу түр, фондиниң түркийә билән болған даимлиқ һәмкарлиқини илгири сүрүштики йеңи бир бурулуш нуқтисға вәкиллик қилиду.

бу түр оқуғучиларни сүпәтлик маарип муһитиға игә қилип, дөләтниң иҗтимаий, иқтисадий тәрәққийатиға төһпә қошушни мәқсәт қилиду. бу түр йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң «сүпәтлик маарип» маддисини өз ичигә алған сиҗил тәрәққийат нишаниниң әмәлгә ешиши нуқтисидинму муһим.

түркийәниң маарип саһәсини қоллаш вә дөләтниң дунйави маарип муһити йаритиш нишаниға һәмдәм болушни мәқсәт қилған сәуди әрәбистан тәрәққийат фонди, йеқинқи 40 йилдин буйан түркийәдики енергийә, сәһийә, деһқанчилиқ вә маарип қатарлиқ саһәләрниң 300 милйон доллардин ашидиған 9 тәрәққийат түри вә пирограммисини мәбләғ билән тәминлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر