түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики ташқи сода миқдари %31 ашти

түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики ташқи сода миқдари 2023-йили алдинқи йилға селиштурғанда %31 ешип, 7 милйард 650 милйон долларға йәтти.

2092053
түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики ташқи сода миқдари %31 ашти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләтлик таможна комитети елан қилған йиллиқ ташқи сода санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, түркийә италийәдин қалисла әзәрбәйҗан билән әң көп сода қилған иккинчи дөләткә айланған. әзәрбәйҗанниң италийә билән қилған содиси 15 милйард 680 милйон долларға, түркийә билән қилған содиси7 милйард 650 милйон долларға йәткән.

әзәрбәйҗан билән сода әң көп үчинчи дөләт русийә болуп, сода миқдари 4 милйард 350 милйон долларға йәткән.

түркийә билән әзәрбәйҗанниң 2022-йилидики 5 милйард 840 милйон долларлиқ сода омумий соммиси, 2023-йили %31 ешип, 7 милйард 650 милйон долларға йәткән.

 комитетниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, әзәрбәйҗан 2023-йили 193 дөләт билән сода қилған болуп, сода омумий соммиси 51 милйард 180 милйон долларға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر