путин: русийә дунйаниң бәшинчи, йавропаниң әң чоң иқтисадий күчи

русийә пирезиденти виладимир путин русийә иқтисади тоғрисида тохтилип: «биз германийәни арқида қалдуруп, дунйада бәшинчи орунға өттуқ؛ хитай, америка, һиндистан, йапонийә вә русийә. биз йавропада биринчи» деди.

2087416
путин: русийә дунйаниң бәшинчи, йавропаниң әң чоң иқтисадий күчи

түркийә авази радийоси хәвири: виладимир путин русийәниң хабаровиски шәһиридә ечилған бир йиғинға иштирак қилип сөз қилди. у русийә мәркизи банкисиниң өсүм нисбитини вақитниң өтүшигә әгишип төвәнлитидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини тилға елип, «көрүнүшкә қариғанда, улар русийәни һәр тәрәптин боғушқа тиришиватиду, биз бесим астида туруватимиз. шундақ болушиға қаримай, биз йавропадики әң чоң иқтисадий күч. биз германийәни арқида қалдуруп, дунйада бәшинчи орунға өттуқ؛ хитай, америка, һиндистан, йапонийә вә русийә. биз йавропада биринчи» деди.

путин сетивелиш күчи җәһәттә русийәниң пүткүл йавропани арқида қалдурғанлиқини байан қилип, русийәниң киши бешиға тоғра келидиған миллий кирим җәһәттә техиму көп ишлиши керәкликини вә қилишқа тегишлик ишларниң барлиқини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر