дунйа банкиси билән хәлқара пул фонди тәшкилати сомалиға йардәм қилди

дунйа банкиси билән хәлқара пул фонди тәшкилати (IMF) сомалиға җәмий 4 милйард 500 милйон долларлиқ қәрз йардими беришни тәстиқлиди.

2076591
дунйа банкиси билән хәлқара пул фонди тәшкилати сомалиға йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара пул фонди тәшкилати билән дунйа банкисиниң ортақ байанатиға асасланғанда, сомалини иқтисадий җәһәттин қоллаш үчүн қарар чиқирилған.

еғир қәрз йүки астидики намрат дөләтләрни қоллаш пиланиға асасән, сомалиға 4 милйард 500 милйон долларлиқ қәрз берилидикән.

сомали һөкүмити болса, хәлқара пул фонди тәшкилати билән дунйа банкисиниң бу қараридин интайин хурсән икәнликини билдүрди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши 1992 – йилдин буйан сомалиға йүргүзүватқан қорал – йарағ ембаргосини 2 – декабир күни бикар қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر