AidData: «бир бәлвағ бир йол» түри хитайни дунйадики әң чоң һәқдарға айландурди

«бир бәлвағ бир йол» түригә аваз қошқан нурғун дөләтниң хитайға 1 тирилйон доллардин артуқ қәрздар икәнлики оттуриға чиқти.

2061575
AidData: «бир бәлвағ бир йол» түри хитайни дунйадики әң чоң һәқдарға айландурди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң нурғун дөләткә «бир бәлвағ бир йол» түри даирисидә бәргән 1 тирилйон доллардин артуқ қәрзи, уни дунйадики әң чоң һәқдарға айландурди.

тәхминән он йил илгири хитай дөләт рәиси ши җинпиң тәрипидин йолға қойулған «бир бәлбағ бир йол» түригә уругвайдин сириланкағичә болған 150 нәччә дөләт қатнашқан болуп, қурулушниң дәсләпки он йилида, хитай оттура вә төвән киримлик ​​дөләтләргә көврүк, порт вә ташйол қурулушлириға ишлитиши үчүн, зор миқдарда қәрз тарқатти.

һәр қайси һөкүмәт вә органларн мәбләғ салған йардәм түрлири һәққидики санлиқ мәлуматларни топлайдиған AidData ширкити дүшәнбә күни доклат елан қилип, хитай тәминлигән мәзкур қәрзләрниң йеримидин көпрәкиниң қайтурулуш басқучиға киргәнликини оттуриға қойди.

AidData, хитайниң 165 дөләттики тәхминән 21 миң түргә йүрүштүргән мәблиғигә алақидар санлиқ мәлуматларни тәкшүрүп, бейҗиңниң оттура вә төвән киримлик ​​дөләтләргә һәр йили тәхминән 80 милйард доллар йардәм вә қәрз вәдә қиливатқанлиқини билдүрди.

доклатта көрситилишичә, америка нөвәттә мәзкур дөләтләрни һәр йили 60 милйард доллар мәбләғ билән тәминләйдикән.

доклатқа қариғанда, бейҗиң бәргән қәрзлири сайисида «дунйадики әң чоң һәқдар»иға айланған.

AidData, тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң  хитайға төләйдиған өсүмдин сиртқи омумий қәрзиниң кәм дегәндә 1 тирилйон 100 милйард долларға йетидиғанлиқини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر