түркийәниң сайаһәтчилик кирими ашти

түркийәниң сайаһәтчилик кирими алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда 3 – пәсилдә ٪13.1 ешип, 20 милйард 225 милйон 317 миң долларға йәтти.

2058305
түркийәниң сайаһәтчилик кирими ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини бу йилниң ийул ейи мәзгилидики сайаһәтчиликкә мунасивәтлик истатистикилиқ доклатини елан қилди.

буниңға асасланғанда, түркийәниң сайаһәтчилик кирими бу йилниң 3-пәслидә алдинқи йилниң охшаш пәсилдикигә селиштурғанда ٪13.1 ешип, 20 милйард 225 милйон 317 миң долларға йәткән.

сайаһәтчилик кириминиң 16.5 пирсәнти чәт әлләрдә турушлуқ түркийәни зийарәт қилған түркийә пуқралиридин қолға кәлтүрүлгән.

бу мәзгилдә, түркийәни зийарәт қилған чәт әллик сайаһәтчиләр 76.2 пирсәнтни тәшкил қилған болуп, улар асаслиқи «сайаһәт қилиш, көңүл ечиш, тәнтәрбийә вә мәдәнийәт паалийәтлиригә қатнишиш»  үчүн түркийәгә кәлгән.

бу мәзгилдә, түркийәни зийарәт қилған чәт әлдә турушлуқ түркийә пуқралири 61.2  пирсәнтни тәшкил қилған болуп, улар асаслиқи «уруқ-туғқан, дост-бурадәрләрни йоқлаш» мәқситидә түркийәгә кәлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر