австиралийә тәңгисигә әнглийә падишаһиниң сүрити бесилиду

австиралийә йеңи тәңгә пуллириға, әнглийә падишаһи 3-чарлезниң сүритини басиду.

2046738
австиралийә тәңгисигә әнглийә падишаһиниң сүрити бесилиду

түркийә авази радийоси хәвири: австиралийә хан җәмәти пул бесиш идарисиниң баш мудири лейих гордон (Leigh Gordon) қиммити бир австиралийә доллириға тәң тәңгисигә, әнглийә һөкүмдариниң сүритиниң бесилидиғанлиқини билдүрди.

у тәхминән 10 милйон данә тәңгиниң рождества байримиғичә базарға киридиғанлиқини, кейинки қетим тарқитилидиған тәңгиләрниң банкаларниң тәлипигә көрә қуйулидиғанлиқини әскәртти.

у йәнә, 2024-йили тарқитилидиған тәңгиләргә падишаһниң сол йүзиниң сүрити чүшүрүлидиғанлиқини, айал падишаһ 2-елизабетниң дәл әксичә, илгирики падишаһларға охшаш таҗсиз сүритиниң бесилидиғанлиқини қәйт қилди.

айал падишаһ 2-елизабетниң сүрити чүшүрүлгән 15.5 милйард австиралийә доллири тәңгиси ишлитилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر