министир болат қатарниң түркийәдики селинмилири тоғрисида тохталди

түркийә сода министири өмәр болат қатарниң түркийәдики селинма соммисиниң 20 милйард доллардин ашқанлиқини билдүрди.

2045280
министир болат қатарниң түркийәдики селинмилири тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити сода министирлиқиниң маслаштуруши билән, түркийә експортчилар мәҗлиси тәрипидин уйуштурулған түркийә- қатар сода өмики вә икки тәрәп сода сөһбәтлири қатарниң пайтәхти доһада өткүзүлди.

 министир өмәр болат йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилип, өзлириниң «2023 – йиллиқ доһа йәрмәнкиси» вә түркийә сарийиниң ечилиши паалийитигә иштирак қилиш үчүн, катта вәкилләр өмики билән қатарға кәлгәнликини ейтти.

 түркийә билән қатарниң дост, қошна вә қериндаш дөләтләр болупла қалмай, йәнә истратегийәлик шерикләр икәнликини оттуриға қойған болат, икки дөләтниң сода миқдариниң йеқинда имзалиған сода келишимлири сайисида ашидиғанлиқини тилға алди.

министир болат: «биз нөвәттики соммиси 2 милйард 300 милйон доллар болған өзара сода вә мәбләғ селишларниң техиму ашидиғанлиқиға ишинимиз. түркийәдин қатарға зор дәриҗидә мәбләғлар селинмақта, 727 түрк ширкити қатарда мәшғулат елип бармақта. қатарниң 220 ширкити түркийәдә муһим түрләрни үстигә алди. қатарниң түркийәгә салған мәблиғи 20 милйард доллардин ешип кәтти» деди.

түрк һөддигәрлириниң қатарниң ул әслиһәлирини тәрәққий қилдурушқа мунасивәтлик чоң түрләрни үстигә алғанлиқи вә 18- 19 милйард доллар қиммитидики мулазимәтни мувәппәқийәтлик тамамлиғанлиқини тилға алған министир болат, түркийә билән қатарниң тәрәққийат йоли түридиму һәмкарлишиватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر